Пешқәдәм тарихий шаһид вә язғучи мәсүмҗан зулпиқароф 3 томлуқ тарихий романини тамамлаш алдида турмақта

Һазир алмата шәһиридә яшаватқан, сабиқ миллий армийә капитани мәсүмҗан зулпиқароф әпәнди уйғурлар арисида кәң тонулған язғучиларниң биридур. У өзиниң 50 йилдин артуқ иҗадий һаятида көплигән әсәрләрни нәшр қилдурған.
Мухбиримиз үмидвар
2009.12.31
Mesumjan-305.jpg Сүрәт, пешқәдәм тарихий шаһид вә йазғучи һазир алмата шәһиридә йашаватқан, сабиқ миллий армийә капитани мәсүмҗан зулпиқароф әпәндиниң сүрити.
RFA File

Бу йил 85 яшқа киргән мәсүмҗан зулпиқароф әпәнди йеңи йил йетип келиш һарписида өзиниң 1911 - йилидин 1949 - йилиғичә болған арилиқтики уйғурларниң миллий азадлиқ һәрикәтлирини әкис әттүридиған үч томлуқ "сәррап" намлиқ тарихий романи һәққидә тохтилип, униң ахирқи томини 2010 - йили нәшр қилдуруш арзусида икәнликини билдүрди.

Бу үч томлуқ әсәрдә уйғурларниң 20 - әсирниң биринчи йеримида елип барған кәң көләмлик миллий азадлиқ қозғилаңлири шуниңдәк апторниң 1944 - йилидин 1949 - йилиғичә болған инқилаб җәрянида бешидин өткүзгән әмәлий вәқәләр тәсвирлиниду.

Юқиридики аваз улинишидин, мәсүмҗан зулпиқароф әпәнди билән бу роман һәққидә өткүзгән сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.

Пикир

Anonymous
Jan 02, 2010 01:19 AM

Дунйадики һәрқайси шәрқий түркистан уйғур нәширийатлири йуқириқиға охшаш тәвәррүк китабларни
Җиддий түрдә уйғур ﯪсаслиқ йезиқи болған уйғур кона йезиқида дәрһал бесип чиқириш керәк.

Anonymous
Jan 01, 2010 01:50 AM

Бу роман -әрәп елипбәси ﯪсасидики уйғур йезиқидиму нәшир қилинамду ?