Русийидә бир айропилан чүшүп кәтти
Мухбиримиз үмидвар хәвири
2008.09.14
2008.09.14
Русийиниң нәвсру учур ториниң йезишичә, бойин737 типлиқ мәзкур айропилан москвадин сибирийә районидики санаәт шәһири перм шәһиригә қарап учқан болуп, һазирчә немә сәвәбтин бундақ һадисә көрүлгәнлики ениқланмиған. Айропиланда 82 йолучи вә алтә нәпәр айропилан хадими барлиқи ениқланған болуп, буларниң һәммисиниң қазаға учриғанлиқи җәзимләштүрүлгән. Униң үстигә йәнә 82 йолучиниң ичидә 21 нәпәр чәтәл пуқрасиниң барлиқиму ашкариланған.
Русийидә айропилан чүшүп кетиш әһвали илгириму даим йүз бәргән болуп, асаслиқи совет иттипақи өзи ясиған ту - 154 типлиқ айропиланларниң чүшүп кетиш әһвали еғир болғанлиқи үчүн, русийә тәрәп йеқинқи йиллардин буян чәтәлниң "бойин - 737" типлиқ айрупиланлирини сетивелип, дөләт ичи вә хәлқаралиқ қатнашларға ишләткән иди.
Техи алдинқи айдила қирғизистанниң бир бойин - 737 типлиқ йолучилар айропилани бишкәктин теһран' ға учуш йолида чүшүп кетип, 60 тин артуқ адәм қазаға учриған иди.
Русийә тәрәпниң елан қилған өлгәнләр тизимликидә көрситилишичә, русийә армийисиниң чеченийидики урушларға қоманданлиқ қилған сабиқ баш қомандани геннадий трошевму қазаға учриған икән.