19-Қурултай роһи уйғур елида чоң авазлиқ канайлар билән тәшвиқ қилинмақтикән

Мухбиримиз ирадә
2018.01.04

Хитайниң “йәр шари вақти гезити” ниң хәвиридә көрситилишичә, уйғур елиниң һәрқайси йеза-базарлирида канай арқилиқ 19- қурултай роһи тәшвиқ қилинмақтикән. Хәвәрдин мәлум болушичә, һәрқайси йәрлик даириләр һәр күни охшаш бир вақитта қурултайға аит хәвәрләрни юқири авазлиқ канайлар арқилиқ тарқитидиған болуп, хәвәрдә бундақ канайларниң һазир үрүмчи шәһиридиму барлиқи тилға елинған.

Уйғур елиниң партком секритари чен чүәнго 19-қурултайда хитай компартийәси сиясий бюросиниң әзалиқиға тәйинлинип тартуқланғандин кейин, дәрһал “шинҗаң вәкиллири омумий йиғини” ни чақирип, “19-қурултай роһини өгиниш вә тәшвиқ қилиш” ни орунлаштурған иди. У шу қетимлиқ йиғинда уйғур елидики партийә әзалири вә кадирларниң муддәткә вә түркүмгә бөлүнүп мәхсус қурултай роһи бойичә тәрбйәлинидиғанлиқи, қурултай роһиниң уйғур елиниң җай-җайлиридики карханилар, йеза-кәнтләр, органлар, мәктәпләр вә мәһәллиләрдә лексийә сөзләш яки таратқуларниң васитиси арқилиқ кәң тәшвиқ қилинидиғанлиқини билдүргән иди.

“йәр шари вақти гезити” ниң хәвиридә, уйғур елида өткән айда бир милйонға йеқин кадир вә ишчи - хизмәтчиләрниң “туғқанлишиш һәптилики паалийти” гә қатнашқанлиқини вә буниң асаслиқ мәқситиниңму 19-қурултай роһини өй - өйләргичә йәткүзүш икәнликини билдүргән.

Уйғур елида 11-декабирдин башлап йолға қоюлған бу “туғқанлишиш һәптилики” ни чәтәлләрдики көзәткүчиләр“һәммила җайни қаплиған гирәләшмә назарәт механизиминиң шәхсләрниң өйлиригичә кириши,” дәп тәнқидлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.