Американиң 4-июлдики мустәқиллиқ күнидә дөләтниң һәрбий күчи намаян қилинди
2019.07.05
4-Июлдики американиң мустәқиллиқ күнидә милйонлиған америка хәлқи вашингтондики линколин хатирә сарийи алдиға йиғилип, америка мустәқиллиқиниң 243-йилини тәбриклиди. Кәчқурун пайтәхт вашингтонда етилған салйотлар кечә асминини безиди.
Шу күни америка президенти доналд трамп линколин хатирә сарийи алдида “америкаға еһтирам” дегән темида нутуқ сөзлиди. У нутқида мунуларни билдүрди: “бүгүнкидәк алаһидә бир күндә биз пүтүн дөләт бойичә америкаға һөрмәт билдүрүватимиз. Биз бүгүн шанлиқ тарихимизни, америка хәлқини вә байриқимизни шәрәп билән қоғдиған қәһриманлиримизни тәбрикләватимиз.”
Бу йилқи мустәқиллиқ күнидики мурасимда илгири көрүлүп бақмиған бир йеңилиқ қошулған. Йәни америка һава армийәсиниң һәрбий қуввитини намаян қилидиған юқири техникилиқ бобардиманчи айропиланлар билән күрәшчи айропиланлар вашингтон асминида учуп өз һәйвисини намаян қилған.
Көзәткүчиләр американиң мустәқиллиқ күнидики бу һәрбий парат муһим тарихий әһмийәткә игә дәп қаримақта.









