Җек сулливанниң хитай сәпиридин немиләрни күтүш мумкин?

Вашингтондин мухбиримиз әзиз тәйярлиди
2024.08.23

“ню-йорк вақти” гезитиниң 23-авғусттики хәвиридә ейтилишичә, байдин һөкүмитиниң дөләт хәвпсизлик ишлири мәслиһәтчиси җек сулливан (Jake Sullivan) кейинки һәптә бейҗиңға баридиған болуп, хитай ташқи ишлар министири ваң йи билән мәхсус сөһбәттә болидикән һәмдә икки тәрәп мунасивитидики җиддийликни пәсәйтишкә даир мәсилиләрни муһакимә қилидикән.

Хәвәрдә ейтилишичә, бу җек сулливанниң ваң йи билән бәшинчи қетим йүзмуйүз сөһбәтлишиши болидиған болсиму, 2016-йилидин буян америка һөкүмитиниң хәвпсизлик ишлири мәслиһәтчисиниң тунҗи қетим хитайға бериши һесаблинидикән. Ақ сарайдики исмини ашкарилашни халимиған бир әмәлдарниң уларға билдүрүшичә, җек сулливан бу қетим икки тәрәпниң һәмкарлиқи, болупму фентанилниң тарқилиши вә тәйвән вәзийити һәққидә нуқтилиқ сөһбәтлишидикән.

“аксйос” (Axios) ториниң бу һәқтики хәвиридә ейтилишичә, алдинқи қетим җек сулливан билән ваң йи учрашқандин кейин икки дөләт алий рәһбәрлириниң калифорнийәдики учришиши әмәлгә ашқан. Америка пирезиденти байдин билән хитай рәиси ши җинпиң бирдәк 2024-йили 18-ноябирда чақирилидиған “20 дөләт башлиқлири йиғини” (G20)ға қатнишидиған болуп, бу қетимқи сөһбәтниңму америка-хитай рәһбәрлириниң йеңи сөһбитигә асас селиш еһтималлиқи барлиқи алға сүрүлгән.

Хәвәрдә ейтилишичә, хитай билән болған мунасивәттә қаттиқ қоллуқ мәвқәдә болуш америка пирезидентлиқ сайлимидики икки партийәниң ортақ баяни болуп, бу хил ортақлиқ таможна беҗи мәсилисидә әң рошән әкс әткән. Әмма америка һөкүмитиниң украина уруши түпәйлидин русийә билән ашкара дүшмәнлишип қелиши нөвәттә уларни хитайға нисбәтән техиму қаттиқ қол болуштин чәкләп туруватқан муһим амил болуп қалған. Шу сәвәбтин “америка бирла вақитта икки дүшмәнгә тақабил турушқа аҗиз келиду” дәйдиған пикир нөвәттә охшимиған шәкилдә оттуриға чиқиватқанлиқи мәлум.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.