Атуш шәһәрлик һөкүмәт 300 нәпәр тор чарлиғучи вә тор бихәтәрлики хадими яллайдикән
2017.03.18
“тор бихәтәрлики” дегән бу сөз нөвәттә уйғур аптоном райониниң һөкүмәт таратқулирида “муқимлиқ” дегән сөз билән биллә тәкрарлинидиған аталғуға айланған.
Атуш шәһәрлик һөкүмәт торидин мәлум болушичә 3-айниң 14-күни атуш даирилири уқтуруш чиқирип, 300 нәпәр тор чарлиғучи вә тор бихәтәрликини қоғдаш хадими яллайдиғанлиқини билдүргән.
Уқтурушта “атуш шәһириниң тинч-муқимлиқини сақлаш үчүн” мәзкур билдүргини чиқарғанлиқи әскәртилгән. Тор бихәтәрлики үчүн яллинидиған йоқириқи 300 нәпәр хадим 8 йиллиқ тохтам билән ишқа киридикән. Уларниң бу җәрянда башқа орунға йөткилишигә болмайдикән.
Уқтуруштин мәлум болушичә, тор бихәтәрлики үчүн қобул қилинидиған хадимларға қоюлидиған сиясий шәртләр интайин еғир икән. Униң 8-вә 9-шәртидә ата вә ана икки тәрәп биваситә туғқанлири ичидә 3 әвлатқичә “миллий бөлгүнчилик”, “қанунсиз диний паалийәт” яки “террорлуқ” җинайити садир қилмиған, “дөләт бихәтәрликигә зиян кәлтүрүш җинайити” өткүзмигән болуши керәккән.
Көзәткүчиләр, атуш шәһириниң өзидинла “тор сақчилиқи”үчүн 300 нәпәр хадимниң қобул қилиниши, уйғур дияриниң “дөләт зораванлиқини йүргүзиватқан бир сақчи дөлити” ниң әң сәзгүр райониға айланғанлиқидин дерәк бериду, дәп қаримақта.