Биңтуән орунлири оттура вә башланғуч мәктәпләрдә “әмгәк тәрбийәси” ни күчәйтмәкчи икән
2021.08.09
“биңтуән гезити” ниң хәвәр қилишичә, биңтуән партком йеқинда “биңтуәнниң йеңи дәвр оттура вә башланғуч мәктәп әмгәк тәрбийәсини омумйүзлүк әмәлийләштүрүш һәққидики тәклипи” ни тарқитип, мунасивәтлик орунлардин пикир алған. “тәклип” тә көрситилишичә, оттура вә башланғуч мәктәпләрдики оқуғучилар мәдәнийәт билимлирини өгәнгәндин башқа, күндилик турмуш, ишләпчиқириш вә мулазимәт әмгәклиригә пиланлиқ, тәшкиллик һалда қатнишидикән; оқуғучиларға қол селип ишләш, тәр аққузуш, чениқиш, тавлиниш, тоғра әмгәк қариши вә қиммәт қариши турғузуш тәрбийәси берилидикән.
“тәклиптә” тә йәнә, башланғуч мәктәп балилириға берилидиған әмгәк тәрбийәси һәптидә икки саәттин кәм болмаслиқ, башқа йиллиқтики балиларға берилидиған тәрбийә 3 саәттин кәм болмаслиқ қатарлиқлар бәлгиләнгән. Униңдин башқа, кәспий техником оқуғучилириға берилидиған әмгәк тәрбийәси 16 саәттин кәм болмаслиқ, толуқ курс алий мәктәп оқуғучилириған берилидиған әмгәк тәрбийәси 32 саәттин кәм болмаслиқ қатарлиқлар бәлгиләнгән.
Тәһлилчиләрниң қаришичә, әслидинла “ишләпчиқириш вә қурулуш” ни асас қилған биңтуән орунлириниң һазирқи тәрәққияти техиму көп сандики “мәдәнийәтлик әмгәкчи” ләрни керәк қилидикән. Шуңа улар һәр қайси мәктәпләрдә “әмгәк тәрбийәси” елип бериш арқилиқ бу еһтияҗини қамдашни ойлишиватқан болуши мумкин икән. Йәнә бир җәһәттин, хитай һөкүмити уйғур яшлирини қул ишчи қилиш билән қанаәтләнмәй, техиму көп әмгәк күчлириниң йетишип чиқиши үчүн маариптин башлап қол селиватқан болуш еһтималиму бар икән.









