Американиң авам вә кеңәш палата әзалири дохтур гүлшән аббасни дәрһал қоюп беришкә чақирди
2024.09.11
Америка кеңәш палатаси ташқи мунасивәтләр комитети рәиси бен кардин башчилиқидики онға йеқин палата әзаси 10-сентәбир ортақ баянат елан қилип, хитай түрмисидики дохтур гүлшән аббасни дәрһал қоюп беришкә чақирди.
Бу чақириқ дохтур гүлшән аббасниң хитай даирилири тәрипидин тутқун қилинип қамаққа елинишиға алтә йил болуп қалған бир пәйттә елан қилинған. Баянатта мундақ дейилгән: “дохтур гүлшән аббас пәқәт америка пуқраси болған сиңлисиниң тинимсиз сиясий паалийәтлири сәвәбидинла, хитай компартийәсиниң қолида алтә йилдин көпрәк вақиттин бери рәһимсиз һалда наһәқ түрмигә қамалмақта. Дунядики охшимиған рәһбәрләр вә кишилик һоқуқ тәшкилатлири уни қоюп беришни қайта-қайта тәләп қилип кәлди. Һечқандақ бир киши чәт әл һөкүмити тәрипидин аилә әзасиниң тәсәввурдики җинайити сәвәблик түрмигә ташланмаслиқи керәк. Биз дохтур аббасни дәрһал қоюп бериш чақириқимизни қайта тәкитләймиз.”
Мәлум болушичә, үрүмчидики бир дохтурханиниң пенсийәгә чиққан дохтури гүлшән аббас, хитай һөкүмити тәрипидин 2019-йили мартта “тәшкиллик террорлуққа қатнишиш, террорлуқ паалийәтлиригә ярдәм бериш вә җәмийәт тәртипигә бузғунчилиқ қилиш” дегәндәк җинайәтләр билән мәхпий сотлинип 20 йиллиқ қамаққа һөкүм қилинған. Униң америкадики уруқ-туғқанлири у қамаққа һөкүм қилинип 21 айдин кейин, йәни 2021-йили 12-айда ишәнчлик мәнбәләрдин униң 20 йиллиқ кесилгәнликини аңлиған.
Гүлшән аббасниң аилә әзалириниң билдүрүшичә, униң узун муддәтлик қамаққа һөкүм қилиниши, униң америкадики сиңлиси, “уйғур һәрикити тәшкилати” ниң рәиси рошән аббасниң кишилик һоқуқ паалийәтлиридин өч елишни мәқсәт қилған икән. Нөвәттә, униң аилиси гүлшән аббасниң күтүнүш вә давалинишқа еһтияҗлиқ болған көп хил созулма характерлик кесәлликлириниң әдәп кетишидин қаттиқ әндишә қилидиғанлиқини билдүрмәктә. Америка дөләт мәҗлиси әзалириниң бу қетимлиқ чақириқи кеңәш палата әзалиридин бен кардин, марко рубийо, дик дурбин қатарлиқлар, авам палата әзалиридин крис симит, раҗа кришнаморти, җон молинар, там сөзи қатарлиқлар тәрипидин елан қилинған.