Хитайниң: “шен аяллар мода кийимлири ширкити” хизмәткә қобул қилишта уйғурларни кәмситкәнликини рәт қилған
2021.08.30
Хитайниң даңлиқ “шен аяллар мода кийимлири ширкити” хизмәткә қобул қилишта уйғурларни кәмситкәнликини инкар қилип, башқа бир ишқа тонуштуруш орниниң уларниң намини суйиистемал қилғанлиқини илгири сүргән. BBC Ниң хәвәр қилишичә, бу ширкәт униң намида ишқа қобул қилиш елани чиқарған орун үстидин тәкшүрүш елип беришқа башлиғанлиқини билдүргән.
Өткән йили 4-ай билән 12-ай арисида хитайдики бир ишқа тонуштуруш орни торда “шен аяллар мода кийимлири ширкити” гә хизмәтчи қобул қилиш елани чиқарған. Униңда “шен аяллар мода кийимлири ширкити” ниң гуаңҗудики завути яки амбириға хизмәтчи қобул қилидиғанлиқи, лекин униңға уйғур қатарлиқ аз санлиқ милләтләрниң қобул қилинмайдиғанлиқи тәкитләнгән. Хитай һөкүмити хәлқарада уйғурларға “ирқий қирғинчилиқ” қилиш, милйондин артуқ уйғурни мәҗбурий әмгәккә селиш билән әйиблиниватқан мәзгилдә чиқирилған бу елан хәлқара таратқуларниң диққитини қозғиған.
BBC Ниң ейтишичә, улар көргән завут вә амбарларниң хизмәтчи қобул қилиш еланида уйғурларни өз ичигә алған аз санлиқ милләтләрниң илтимас қилишиға болмайдиғанлиқи ейтилған болсиму, бирақ “шен аяллар мода кийимлири ширкити” бундақ бир еланни тапалмиғанлиқи шундақла бу еланни тәстиқлимайдиғанлиқини билдүргән.
Бир ишқа қобул қилиш орниниң қандақ болуп “шен аяллар мода кийимлири ширкити” ниң хәвирисиз елан чиқарғанлиқи мәлум әмәс. Бирақ кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә ғәрб тәтқиқат орунлири хитайда уйғурларни ишқа қобул қилишта кәмситишниң омумйүзлүк әһвал икәнликини тәкитләп кәлмәктә.