Мутәллип имин өзини сорақ қилған сақчиларниң кимликини ашкарилиди
2013.12.24
2013-Йили 15-июл күни вәтән зияритидин қайтиш сәпиридә бейҗиң айродромида сақчилар тәрипидин мәхпий тутқун қилинип, 79 күн сорақ қилинған оқуғучи мутәллип имин 24-декабир йәнә уйғурбиз тори, твитер қатарлиқларда 5-қетимлиқ очуқ хетини елан қилип, өзини сорақ қилған сақчиларниң кимликини вә сақчилар тәрипидин тартивелинған нәрсиләрниң тизимликини ашкарилиди.
Мутәллип имин бу қетимқи очуқ хетидә 79 күн җәрянида уни тутуш вә сорақ қилишқа қатнашқанлардин кимликини билидиғанларниң исмини ашкарилиған. Улар дилшат, мәмтимин, җав җидүй, керәм, абдубари қатарлиқлар болуп, мутәллип имин хетидә әйни чағда сораққа қатнашқан йәнә 10 нәччә сақчиниң кимликиниң өзигә уқтурулмиғанлиқини вә сорақ җәрянида өзиниң кишилик һәқ-һоқуқлири дәпсәндә қилинған бәзи тәпсилатларни вә сақчилар тәрипидин тартивелинған нәрсиләрниң тизимликини елан қилған.
Мутәллип имин бундин илгирики очуқ хәтлиридә өзиниң уйғур елидики сақчи даирилири тәрипидин һечқандақ қануний рәсмийәт болмиған әһвал астида 79 күн тутуп турулғанлиқи вә қоюп берилгәндин кейинму паспорти вә кимлики тартивелинип, хотәндики аилисигә нәзәрбәнд қилинип, түркийәгә қайтип оқушини давамлаштуруш пурситидин мәһрум қилинған әһвалларни паш қилип, хәлқара җәмийәткә мураҗиәт қилған иди.