Уйғур елидә 12 киши вухән вируси һәққидә “өсәк сөз тарқитиш” билән бир тәрәп қилинған
2020.01.30
Хитай һөкүмитиниң “вухән вируси” ни дунядин йошуруш арқилиқ киризисни чоңқурлаштурғанлиқи күчлүк тәнқид қозғаватқан бир пәйттә уйғур район даирилири 4 нәпири уйғурни өз ичигә алған җәмий 12 кишини “өсәк сөз тарқитиш” билән җазалиған.
Хитайниң “тәңритағ тори” ниң хәвәр қилишичә, йеқинда “шинҗаң интернет тори” учур ишханиси вә шинҗаң уйғур аптоном районлуқ җ х назарити қатарлиқлар уйғур елидә йеңи типлиқ таҗсиман вирус һәққидә “өсәк сөз тарқитиш” дегән җинайәт билән 12 кишини бир тәрәп қилған.
Хәвәрдә берилгән тизимликтин қариғанда, бу 12 кишиниң 4 нәпири уйғур болуп, улар ақсу шәһири, хотунсумбул наһийәси, ақту наһийәси вә тоқсу наһийәлиридин икән.
Хәвәрдә юқиридики кишиләрниң вирусниң тарқилиши вә өлүм-йетим вәқәлири һәққидә асассиз сөзләрни тарқитип, җәмийәт муқимлиқиға зиян бәргәнлики илгири сүрүлгән.
“тәңритағ тори” дин мәлум болушичә, уйғур район даирилири 29-январ күни “пүтүн аптоном районниң юқумниң алдини елиш-тизгинләш хизмитидә паш қилиш, мәлум қилишни қобул қилиш тоғрисидики омумий уқтуруш” ни тарқитип, қалаймиқан сөз тарқитиш қатарлиқ 4 хил һәрикәтни мәлум қилишни йолға қойған.
Уйғур район даирилири чиқарған әң йеңи санлиқ мәлуматқа асасланғанда, уйғур елидә 29-январ күни саәт 24 кичә болған арилиқта йәнә бир нәпәр киши “вухән вируси” билән юқумланған буниң билән омумий юқумланғучи сани 14 нәпәргә, кесәллик әһвали еғир киши 3 нәпәргә йәткән. 492 Киши кесәллик гумани билән көзитиш астиға елинған.