Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати уйғур райони чеграсида йәнә террорлуққа қарши маневир өткүзди
2017.06.28
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати 27-июн күни уйғур райони билән қирғизистан чеграси арисида аталмиш террорлуққа қарши йәнә маневир өткүзгән.
Маневирға икки тәрәптин 700гә йеқин әскәр қатнашқан. Маневирда уйғур райониға қирғизистан чеграсидин йошурун қорал йөткәшни тосуш қатарлиқ 15 түрлүк мәзмун бойичә мәшиқ елип берилған. Маневир ахирида даириләр бу маневирниң шаңхәй һәмкарлиқидики дөләтләрниң террорлуққа қарши һәмкарлиқ ирадисини намаян қилғанлиқини вә аталмиш террорчиларни чөчүткәнликини илгири сүргән.
Тәңритағ ториниң бүгүнки бу һәқтики хәвиридә дейилишичә, “тәңритағ-3-2017 дәп нам берилгән бу маневирниң алдинқи икки қетимлиқи 2006- вә 2011-йили өткүзүлгән иди. Муһаҗирәттики уйғур көзәткүчиләрниң қаришичә, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати хитай тәрипидин уйғур миллий һәрикитигә қарши хәлқарада күч топлаш мәқситидә қурулған вә мушу йөнилиштә илгириләватқан болсиму, уйғур районидики хитай һакимийитигә қарши һәрикәтләрниң алдини алалмиғанлиқини, аҗизлаштуралмиғанлиқини, әксичә 2013- вә 2014-йиллири зулумға қарши һәрикәтләрниң уйғур районида техиму шиддәтләнгән вә кеңәйгәнликини илгири сүрүшмәктә.