Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң яшлар алмаштуруш лагери паалийити үрүмчидә уюштурулди
2016.08.25
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати яшлар алмаштуруш лагери паалийитиниң йиғини 23-авғуст күни үрүмчидә ечилған болуп, хәлқ ториниң бу һәқтики хәвиридин қариғанда, лагерға русийә, қазақистан, қирғизистан, таҗикистан, беларусийә, һиндистан, пакистан, иран, афғанистан, моңғулийә қатарлиқ он дөләттин кәлгән яшлар вәкиллири қатнашқан.
120 Кишилик зиярәт өмики 22-авғусттин 30-авғустқичә уйғур ели, ички моңғул вә бейҗиңни зиярәт қилидикән.
Көзәткүчиләр хитайниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидин көзлигән мәқситиниң уйғур елидики қаршилиқ һәрикәтлириниң алдини елиш үчүн икәнликини оттуриға қоюшиду, униң үстигә, уйғур ели хитай үчүн зор әһмийәткә игә дәп қариливатқан “бир йол бир бәлвағ” қурулушидики әң муһим ядролуқ орунниң бири.
Шуңа көзәткүчиләр хитай һөкүмитиниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр яшлирини тәклип қилиш арқилиқ өзиниң тәсир даирисини кеңәйтишкә тиришиватқанлиқини билдүрмәктә.
Мәлум болушичә, бу лагерниң үрүмчидә ечилған йиғинида йипәк йоли иқтисад бәлвеғи һәққидә чүшәнчә берилгән.