Хитай һөкүмити террорлуққа қарши муавин министир дәриҗилик тунҗи комиссарини вәзипигә тәйинлигән
2015.12.21
“җуңго хәвәр тори”ниң хитай җамаәт хәвпсизлики министирлиқидин игилигән хәвиридин мәлум болушичә, хитай һөкүмити лю йөҗинни муавин министир дәриҗилик террорлуққа қарши тунҗи комиссарлиққа тәйинлигән.
Мәлум болушичә, хитай хәлқ қурултийи мушу айниң ахирида хитайниң “террорлуққа қарши қанун” ини мақуллаш алдидикән. Буниң алдин тәйярлиқи сүпитидә хитай җамаәт хәвпсизлики министирлиқида муавин министир дәриҗилик алаһидә комиссарлиқ орнини тәсис қилғанлиқи мәлум.
Бирләшмә агентлиқниң бу һәқтә бәргән бүгүнки хәвиригә қариғанда, хитайниң аталмиш “террор” ға қарши йеңи қануни һәмдә җамаәт хәвпсизлики министирлиқида йеңидин тәсис қилған “террорлуқ” қа қарши комиссарлиқи асаслиқи уйғур аптоном районини мәркәз қилған чегра районлардики “террорлуқ” вә “диний әсәбийлик” һәрикәтлиригә зәрбә беришни нишан қилидикән.