Уйғур дияридики вирус юқумдарлириниң тилға елинмаслиқи диққәт қозғимақта
2022.12.20
Хитай һөкүмити йеқинқи мәзгилләрдә изчил уйғур дияридики вирус юқуми тоғрисида мәлумат берип келиватқан болуп, аз санда ениқ диагноз қоюлған бимарлар сани тилға елинип кәлгәниди. Әмма хитай миқясидики қамални бошитиш билән тәңла оттуриға чиққан таҗсиман вирусиниң ямриши мәлум болғандин кейин уйғур дияридики юқум әһвали һәққидә йеңи санлиқ мәлуматлар тилға елинмиған.
Уйғур дияридики юқум әһвали тоғрисида илгирики вақитларда “вирусниң мәнбәси шинҗаң” дегән қараш муәййән дәриҗидә базар тапқанлиқи мәлум. Әмма шу вақитларда уйғур диярида яшаватқан бир қисим хитай пуқралири иҗтимаий таратқуларда сөз қилип “биз өйдин чиқалмисақ вирус қандақларчә шинҗаңдин ичкиригә тарқилиду?” дәп соал қойған һәмдә уйғур дияридики қамалниң изчил давам қиливатқанлиқини ашкарилап қойғаниди.
Һалбуки йеқиндин буян көпләп мәлум болуватқан учурлар уйғур дияридики вирус юқуминиң илгирикидинму еғир болуватқанлиқини, йәнә келип дохтурханилардики давалаш вә башқа рәсмийәтләрни өтәштә уйғурлар билән хитайларға ашкара һалда пәрқлиқ муамилә қилиниватқанлиқини көрсәткән. Техиму муһими һазир барғансери юқири пәллигә чиқиватқан вирус юқумида уйғур дияридики лагерларға қамиветилгән һәмдә мәҗбурий әмгәккә селиниватқан уйғур тутқунларниң һаяти қандақ болидиғанлиқи һәр саһә кишилирини җиддий әндишигә салмақта.