Уйғур аптоном районлуқ ишчилар уюшмисиниң муавин рәиси әнвәр абдурахман тутқун қилинған
2020.01.17
Уйғур аптоном районлуқ ишчилар уюшмисиниң муавин рәиси әнвәр абдурахман “интизамға қаттиқ хилаплиқ қилиш” сәвәблик тутқун қилинип, әдлийә тармақлириниң бир тәрәп қилишиға тапшурулған. У йеқинқи 3 йилдин бери “интизамға хилаплиқ қилиш” билән әйиблинип қолға елинған юқири дәриҗилик уйғур кадирлириниң бири. Хитай һөкүмитиниң 2017-йили башланған чоң тутқунидин бери униң сияситигә қарши турған яки уни әстайидил иҗра қилмиған нурғун уйғур кадирлар “интизамға хилаплиқ қилиш” яки “чериклик” билән әйиблинип тутқун қилинғаниди.
Хитай мәркизи интизам тәкшүрүш вә ревизийә комитетиниң торида ашкарилинишичә, уйғур аптоном районлуқ партком йеқинда йиғин чақирип, әнвәр абдурахманни җазалашни қарар қилған. У өткән йили тохтитип қоюлуп, тәкшүрүлүшкә башлиғаниди. Йиғинда у “сияси интизамға, тәшкили интизамға, турмуш интизамиға қаттиқ хилаплиқ қилип, хизмәттә қанунсизлиқ қилиш, пара елиш қатарлиқ җинайәтләр” билән әйиблинип, партийәдин қоғлап чиқириш, вәзиписидин елип ташлаш, мал-мүлкини мусадирә қилиш, униң мәсилисини әдлийә органлириниң бир тәрәп қилишиға тапшуруп, қануни җавабкарлиққа тартиш қарар қилинған. Лекин, мәркизи интизам тәкшүрүш комитети вә ревизийә назаритиниң уқутурушида, униң бундақ еғир җазаға тартилишида садир қилған конкрет қилмиши тилға елинмиған.
1970-Йили бүгүр наһийәсидә туғулған әнвәр абдурахман хитай мәркизи партийә мәктипиниң иқтисад кәспидә аспирантлиқни оқуған. У 1992-йили хизмәткә чиққандин тартип һазирғичә корла шәһәрлик иттипақ комитетиниң секритари, областлиқ парткомниң муавин секритари, аптоном районлуқ иттипақ комитетиниң муавин секритари, қара шәһәр наһийәсиниң муавин секритари қатарлиқ вәзипиләрни өтигән. У 2015-йилдин бери уйғур аптоном районлуқ ишчилар уюшмисиниң муавин рәисилик вәзиписини атқуруп келиватқан иди.