Адриян зенз: волкер түрк бейҗиңниң уйғур елидики дәпсәндичиликигә хатимә беришни тәләп қилишта “мәҗбурийитини ада қилмиди”
2024.08.30
Б д т кишилик һоқуқ алий комиссари ишханисиниң 28-авғуст күни баянат елан қилип, хитайниң уйғур елидә “чатақ қанун-сиясәтләрни давамлиқ иҗра қиливатқанлиқи”, униң дөләт бихәтәрлик вә террорлуққа қарши туруш қанунлирини кишилик һоқуқ нуқтисидин қайта көздин көчүрүп чиқишини тәләп қилиши, чәт әл таратқулири, кишилик һоқуқ органлири вә уйғур тәтқиқатчилириниң давамлиқ инкасини қозғимақта. Америка “һәптилик хәвәрләр” журнилиниң билдүрүшичә, атақлиқ уйғур лагери вә мәҗбурий әмгәк мутәхәссиси, америка “коммунизм қурбанлири хатирә фонди” ниң алий тәтқиқатчи адриян зенз, б д т ниң баянатиға инкас билдүрүп, б д т кишилик һоқуқ алий комиссари волкер түркниң бейҗиңдин уйғур илидики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә хатимә беришни тәләп қилишта “мәҗбурийитини ада қилмиғанлиқи” ни ейтқан.
Адриян зензниң “һәптилик хәвәрләр журнили” ға ейтишичә, волкер түрк хитай билән болған диялогда хитайни униң террорлуққа қарши туруш қанунини өзгәртишкә қайил қилишқа мәркәзлишип қалған болуп, “бу интайин намувапиқ” бир урунуш болған. Адриян зенз мундақ дегән: “чүнки, бу йәрдики ядролуқ мәсилә бейҗиңниң сиясәтлириниң һәрқандақ бир мустәқил етник кимликни омумйүзлүк йоқитиш мәқситидә лайиһәлиниши, буниңға билдүридиған әң мувапиқ инкас қаттиқ тәнқидләш һәм шинҗаңни башқурушни түптин өзгәртишни тәләп қилиштур.
Дегәндәк, б д т кишилик һоқуқ алий комиссари “шинҗаңдики чатақ қанун-сиясәтләрни көздин кәчүрүш” ни тәләп қилған бир пәйттә уйғур аптоном районлуқ партком 10-нөвәтлик комитетиниң 12-қетимлиқ йиғини чақирип, уйғурларниң “җуңхуа миллити” икәнликини етирап қилишни өз ичигә алған муқимлиқ вә “бәшни етирап қилиш” ни йәнила өзиниң буниңдин кейинки хизмитиниң алдинқи вәзипилиридин бири қилип бекиткәниди. Мәлум болушичә, хитай һөкүмити б д т ниң өткән қетимлиқ хитай кишилик һоқуқ хатирисини қәрәллик көрүп йиғинида оттуриға қоюлған шинҗаңға мунасивәтлик барлиқ тәвсийәләрни қобул қилишни рәт қилған. Һалбуки, “һәптилик хәвәрләр” журнилиниң билдүрүшичә, хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси лин җйән 28-авғуст б д т ниң чақириқиға қайтурған инкасида, “нөвәттә шинҗаңниң иҗтимаий муқимлиқ, иқтисади тәрәққияттин бәһримән болуп, хәлқниң хушал-хурам яшаватқанлиқи” , шундақла б д т ниң тәрәпсизликни сақлап, “дөләтләрниң игилик һоқуқи” вә “пакит” ни һөрмәт қилишини тәләп қилған.