Хәлқара вакаләтсиз милләтләр тәшкилати уйғур елиниң вәзийитидин әндишә қилмақта

Мухбиримиз ирадә
2013.11.07
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Бүгүн хәлқара вакаләтсиз милләтләр тәшкилати баянат елан қилип, хитай һөкүмитини 28-өктәбир тйәнәнмендики вәқәдин кейин уйғурларға қаратқан бесимни техиму күчәйтиш билән тәнқид қилди.

Тәшкилат баянатида, хитай һөкүмитиниң 28-июлдики вәқәгә наһайити тезлик билән террорлуқ маркиси чаплаштин сирт, йәнә бир қисим кишиләрни террорчиларға ярдәм қилған дегән нам билән қолға алғанлиқини билдүрүп, хитай һөкүмитиниң вәқәгә террорлуқ қалпиқи кийгүзүши бундин кейин районда техиму көп тутқун қилишниң йүз беридиғанлиқидин бешарәт бәрмәктә, дегән.

Улар йәнә, вәқәдин кейин хитайниң қораллиқ қисимлири вә сақчи қисимлириниң уйғур елидики паалийәтлириниң техиму күчийип кетишидин әндишә қиливатқанлиқини билдүргән.

Вакаләтсиз милләтләр тәшкилати баянатида, хитай һөкүмитиниң бундақ вәқәләрниң тегидики иқтисадий, иҗтимаий сәвәбләрни көрмәскә селиватқанлиқини, уйғур елиға милйонлап хитай көчмән йөткәш вә уларға һәр җәһәттә алаһидә имтияз бериш арқилиқ вәзийәтни техиму өткүрләштүрүватқанлиқини әскәртип, хитай һөкүмитини уйғурлар үстидин йүргүзүватқан диний бесимни аяғлаштурушқа, киримдики, ишқа орунлаштуруштики кәмситишни түгитишкә вә уйғурларниң өз тилини ишлитиш һоқуқиға капаләтлик қилишқа чақирған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.