Америкидики бир ақиллар амбириниң мәсули “хитай агенти” дәп әйибләнгән
2023.07.11
Америкиниң вашингтон шәһиридики “йәр шари бихәтәрлик анализи институти” намлиқ ақиллар амбириниң мәсули гал лофт (Gal Luft) “хитай агенти” дәп әйибләнгән. Ройтерс агентлиқиниң илгири сүрүшичә, гал лофт сабиқ америка пирезидентиниң бир мәслиһәтчисини ишлитиш вә униңға тапан һәққи бериш билән әйибләнмәктә икән. Ройтерс агентлиқи, “муһапизәтчи” гезити қатарлиқларниң қәйт қилишичә, америкиниң ню-йорк шәһири манхатон районлуқ федератсийә тәптиш даирилириниң гал лофтни тизимға алдурмиған хитай агенти сүпитидә һәрикәт қилиш, қорал-ярағ вә иранниң нефитини сетишқа дәллаллиқ қилиш билән әйиблигәнлики билдүрүлгән.
Һалбуки, америка тәптиш әмәлдарлири әйибнамидә гал лофт пайдиланған сабиқ америка һөкүмәт әмәлдариниң кимликини ашкарилимиған. Униңда пәқәт бу кишиниң әйни вақитта сабиқ пирезидент доналд трампқа мәслиһәтчи болғанлиқи тәкитләнгән. Ройтерс агентлиқиниң билдүрүшичә, нөвәттә гал лофт сабиқ пирезидентниң мәзкур мәслиһәтчисини хитайға пайдилиқ сиясәтләрни қоллашқа үндәш, җүмлидин мәзкур мәслиһәтчиниң намида обзор йезип, бир хитайчә гезиттә елан қилиш билән әйибләнмәктә икән.
Ройтерсниң хәвиридин мәлум болушичә, 57 яшлиқ гал лофт бу йил 2-айда америкиниң тәлипигә бинаән сипруста қолға елинған болсиму, капаләткә қоюп берилгәндин кейин қечип кәткән. Америка тәптиш әмәлдарлириниң ейтишичә, гал лофтниң қорал сетиш рухсити болмисиму, лекин у бир хитай ширкити билән ливийә, әрәб бирләшмә хәлипилики, кенийә қатарлиқ дөләтләр арисидики қорал содисиға дәллаллиқ қилған, шундақла америка иранға қарита ембарго қойған болсиму, лекин у бир хитай енергийә ширкити билән иран әмәлдарлирини учраштурған икән.