Марко рубийо: “хитайниң талибанлар билән алақисини күчәйтиши хитайниң дуняға тәһдит икәнликини тонушқа йетәрлик ”

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2023.12.08

Америка кеңәш палата әзаси марко рубийо 2023 -йили 12-айниң 7 күни X (тивитирда) мундақ дегән: “ ирқи қирғинчилиқ йүргүзүватқан коммунист хитайниң талибанлар билән болған алақисини техиму күчәйтишигә һечким һәйран қалмаслиқи керәк. Башқа дөләтләр  коммунист хитайниң дуняға тәһдит икәнликини тонуп йетиш үчүн йәнә қандақ испатқа моһтаҗ?”

“блумберг” (Bloomberg) ториниң 2023-йили 12-айниң 5-күндики хәвиригә асасланғанда, хитай һөкүмити сәйшәнбә күни афғанистан талибан һөкүмитиниң толуқ дипломатик етирапқа еришиштин бурун сиясий ислаһатни йолға қоюшни, бихәтәрликни яхшилап, қошнилири билән болған мунасивитини яхшилиши керәкликини оттуриға қойған.

 Дипломатийә министирлиқиниң баянатчиси ваң венбин сәйшәнбә күни хитайниң талибан һөкүмитини етирап қилидиған-қилмайдиғанлиқи һәққидә соралған соалға мүҗмәл җаваб берип: “хитай әзәлдин афғанистанни хәлқара җәмийәттин чиқиривәтмәслик тәрипидә туриду ” дегән.

 Хитай әмәлийәттә афғанистан талибан һөкүмитини йәң ичидә етирап қилған болуп, һәр икки дөләт бир-бириниң баш әлчилирини күтүвалған вә  дипломатик алақини изчил сақлап кәлгәниди.

Ваң венбин талибан һөкүмитини “ һәр хил террорлуқ күчлиригә қәтий қарши турушқа , дунядики барлиқ дөләтләр, болупму қошна дөләтләр билән инақ яшашқа вә хәлқара җәмийәткә балдуррақ қетилишқа” дәвәт қилған.

Талибан һөкүмити 2021-йили авғустта америка армийәси чекингәндин кейин һакимийәтни қолиға алған. Хитай , пакистан вә русийәгә охшаш аз сандики дөләтләр талибан һөкүмитини рәсмий етирап қилмисиму , өз дөләтлиридики талибан дипломатлирини қобул қилған. Талибанлар алдинқи айниң ахирида афғанистанниң һиндистандики әлчиханисини әслигә кәлтүргән .

Илгирики хәвәрләрдә, талибан һөкүмитиниң афғанистанни қораллиқ унсурларниң базиси қилмайдиғанлиқи тоғрисида вәдә бәргәнлики,  хитайниң буниң үчүн афғанистанни  қайта қурушқа иқтисадий ярдәм вә мәбләғ билән тәминлимәкчи болғанлиқи мәлум болғаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.