Хитай тор бихәтәрлики мәсилисидә америка билән сөһбәт өткүзмәкчи

Мухбиримиз җүмә
2013.07.06

Хитай һөкүмити тор бихәтәрликини күчәйтиш мәсилисидә америка билән сөһбәт өткүзүшкә һазирланғанлиқи билдүрди вә деңиз тәвәлики мәсилисини һәл қилишта американиң ярдимигә моһтаҗ икәнликини ашкарилиди.

Келәр һәптә америкада истратегийә вә иқтисадий диалоги өткүзүлидиған болуп, тор бихәтәрлики мәсилиси мәзкур диалогда оттуриға қоюлидиған әң муһим темиларниң бири.

Америка билән хитай арисида өткүзүлидиған мәзкур диалогда йәнә иқтисад вә килимат өзгириши қатарлиқ мәсилиләр оттуриға қоюлиду.

Бу һәқтә тохталған хитай ярдәмчи дипломатийә министири җәң зегваң америка билән тор бихәтәрлики һәмдә техиму бихәтәр тор дуняси бәрпа қилиш мәсилидә диалог өткүзүшкә һазирланғанлиқини билдүрди.

Америка хитайдин келидиған тор оғрилириниң әң еғир зийиниға учриған дөләтләрниң бири болуп, мәзкур мәсилә йеқидин буян америка - хитай дипломатийисидики әң муһим мәсилиләрниң бири сүпитидә оттуриға ачиққан.

Ейҗиң даирилири хитайдин америкиға келидиған тор һуҗумлирини аяғлаштуруш мәсилисидә американиң қаттиқ бесимиға дуч кәлгән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.