Ши җинпиң бир һәптә ичидә қилған 4 қетимлиқ сөзидә хитайни урушқа тәйярлиқ көрүшкә чақирған
2023.03.30
Хитай компартийәсиниң баш секретари ши җинпиң бир һәптә ичидә 4 қетим хитайни урушқа тәйярлиқ қилишқа чақирған. Америкалиқ сиясәтчиләр ши җинпиңниң бу сөзлиригә сәл қарашқа болмайдиғанлиқини билдүрүшмәктә.
Америкада чиқидиған “ташқи ишлар” журнилида елан қилинған мақалида көрситилишичә, ши җинпиң бу йил 3-айниң бешида хитай хәлқ қурултийи вә сиясий кеңәшниң йиғинлирида сөзлигән 4 айрим нутқида хитайни урушқа тәйярлинишқа чақирған һәмдә йәнә бир сөзидә генераллириға “җәң қилишқа җүрәт қилиш” ни тәкитлигәникән.
“ташқи ишлар” журнилидики мақалини “вашингтон почтиси гезити” ниң бейҗиңдики ишханисиниң сабиқ башлиқи һәмдә йәнә хитай һәққидики бир қанчә китабниң аптори җон помферт (JOHN POMFRET) вә шундақла американиң сабиқ муавин дөләт хәвпсизлик мәслиһәтчиси матев поттиңгер (MATT POTTINGER) лар язған болуп, улар ши җинпиңниң бир һәптә ичидә қилған 4 сөзидә уруш қилишни тилға елишиға сәл қарашқа болмайдиғанлиқини тәкитләшкән. Улар мақалисда буниң сәвәблирини чүшәндүрүп америка вә дуняни ши җинпиңниң уруш тәһдитигә әстайидил муамилә қилишқа чақирған. Улар ши җинпиңниң һәдәп урушқа тәйярлиқ қилиш вә дөләтни бирликкә кәлтүрүш арқилиқ миллий гүллинишни ишқа ашуруш һәққидә сөз қилишиниң униң тәйвәнни қорқутуп қиливатқан сиясий уруш һәрикитиниң йеңи басқучи икәнликини баян қилған вә: “ши җинпиңниң қорал күчи ишлитип туруп тәйвән арилини елишни халайдиғанлиқи ениқ. Әмма ениқ болмиғини, униң бу ишта америка биләнму контролсиз һалда тиркишиш хәвпини өткүрләштүрүвалидиғанлиқидәк еһтималлиқни һесаблиған яки һесаблимиғанлиқидур” дәп язған.
Америка кеңәш палата әзаси марко рубийому бүгүн тивиттеридики учурида ши җинпиңниң бир һәптә ичидә 4 қетим уруш һәққидә сөз қилғанлиқини әскәртип, америкалиқларни һошяр болушқа чақирған.