Дуня сәһийә тәшкилати хитайни корона вирусиниң мәнбәсини тәкшүрүшкә һәмкарлишишқа чақирди
2021.07.18

Дуня сәһийә тәшкилатиниң башлиқи тедрос аданом гебреюс сәйшәнбә күни хитайни тәшкилатниң корона вирусниң мәнбәси тоғрисидики иккинчи басқучлуқ тәкшүрүш хизмитигә техиму йеқиндин һәмкарлишишқа чақирған.
Дуня сәһийә тәшкилатиниң хитайда елип барған биринчи басқучлуқ тәкшүрүши бу йил февралда ахирлашқан вә вирусниң вухәндики вирус тәҗрибәханисидин тарқилиш мумкинчилики чоң әмәс, бәлким у шәпәрәңдин тарқалған болуши мумкин, дәп йәкүн чиқирилған иди.
Доктор тедросниң ейтишичә, хитай биринчи қетимлиқ тәкшүрүштә корона юқуми тарқилиштин бурунқи вә униң дәсләпки басқучидики бимарларға аит санлиқ мәлуматларни дуня сәһийә тәшкилатиға бәрмигән.
У йәнә, хитайни вухәндики тәҗрибихана һәққидики мәлуматларни ашкарилашқа чақирған вә өзиниң бир теббий хадим болуш сүпити билән бундақ һадисиләрниң йүз беридиғанлиқини билидиғанлиқини ейтқан.
BBC Ниң хәвиригә қариғанда, тедросниң бу сөзлири дуня сәһийә тәшкилатиниң корона вирусиниң тәҗрибиханидин тарқилип кетиш нәзәрийисини қоллашни ойлишиватқанлиқиниң әң күчлүк ипадиси икән.
Корона вирусиниң хитайниң вухән вирус тәтқиқати институтидин тарқалғанлиқини тоғрисидики пәрәзләр өткән йили башланған. Бу қарашлар йеқиндин буян йәнә баш көтүргән иди.
Һалбуки, хитай бу һәқтики тәкшүрүшләргә қаттиқ қарши турупла қалмай, корона вирусиниң чәтәлдин кәлгән вирус икәнликини тәшвиқ қилишқа башлиған.
Өткән ай америка кеңәш палатасида корона вирусиниң мәнбәсини сүрүштүрүшкә аит икки парчә қанун лайиһәси тонуштурулған. Қанун лайиһәлиридә әгәр хитай һөкүмити мустәқил хәлқаралиқ тәкшүрүш гуруппилириниң хитайға берип, вухән вирус тәтқиқат орни вә башқа тәҗрибәханилирида корона вирусиниң мәнбәсини тәкшүрүшигә йол қоймиса, хитай һөкүмити вә хитай алимлириға җаза йүргүзүш тәклипи оттуриға қоюлған.
Доктор тедрос йәнә корона вабасиниң техи ахирлашмиғанлиқини билдүргән. Мәлум болушичә мәзкур вирусниң йеңи вә техиму хәтәрлик вариянтлири дуняниң һәрқайси җайлирида көрүлүшкә башлиған.