Хитай һөкүмити яшлардики ишсизлиқ нисбитигә хатимә берәләмду?
2023.08.15
Хитайдики яшлар арисида тездин ешип бериватқан ишсизлиқ нисбити йеқиндин буян һәрқайси ахбарат васитилиридин кәң орун еливатқанлиқи үчүн хитай һөкүмити бу мәсилигә өзлириниң әстайидил муамилә қилидиғанлиқини билдүргән.
“муһапизәтчи” гезитиниң 15-авғусттики хәвиридә ейтилишичә, хитай һөкүмити һазир яшлардики аллиқачан 21 пирсәнттин ешип кәткән ишсизлиқ нисбитини контрол қилидиғанлиқини һәмдә буниңға мас бәзи тәдбирләрни алидиғанлиқини тәкитлигән.
Хәвәрдә ейтилишичә, хитайдики яшларниң ишсизлиқ нисбити әмәлийәттә һөкүмәт тәрәп елан қилған 21 пирсәнттин хелила юқири дәп тәхмин қилиниватқан болуп, бундақ әһвалда хитай һөкүмитиниң хусусийлар игилики арқилиқ бу мәсилини һәл қилишқа тиришиши “пайдисиз бир урунуш” дәп қаралмақта икән. Хитай дөләтлик истатистика идарисиниң баянатчиси фу лиңхуй бу һәқтики мухбирларни күтүвелиш йиғинида “биз һазир буниңға мас һалда 15-авғусттин башлап яшларниң ишсизлиқ нисбитигә даир учурларни елан қилмаслиқни қарар қилдуқ. Чүнки дөлитимиз һазир буниңға мунасип бәзи тәдбирләрни ойлишиватиду” дегән.
Һалбуки, хитай иқтисадиниң өсүш нисбити алдинқи йиллардики охшаш мәзгилдикидин зор дәриҗидә төвәнләватқан болуп, хитай һөкүмити қәрз өсүмини төвәнлитиш, истемалға риғбәтләндүрүш қатарлиқ көплигән чариләрни иҗра қилишқа киришкән. Болупму базардики оборотни раванлаштуруш үчүн өз пуқралирини ички истемалға, җүмлидин аптомобил вә өй сетивелиш, саяһәткә чиқиш қатарлиқ түрләргә риғбәтләндүрүшкә башлиған. Әмма ишсизлиқ түпәйлидин келип чиқиватқан иқтисадий бесим вә “янчуқниң бошап қелиши” сәвәбидин бу чариләрниң бәк чоң роли болмиғанлиқи мәлум. Нөвәттә хитай һөкүмитиниң бу хилдики учурларни йошурушқа өтүшиму бу һәқтики түрлүк гуманларға сорун һазирлаватиду, дәп қаралмақта.