Хитайда кәлгүси бир қанчә айда 800 милйон адәм йеңи типлиқ таҗсиман вирус билән юқумлиниши мумкин

Мухбиримиз әркин
2022.12.19

Нөвәттә, хитайда йеңи типлиқ таҗисиан вирус мисли көрүлүп бақмиған дәриҗидә шиддәтлик кеңийиватқан болуп, хитай сәһийә тармақлири кәлгүси бир қанчә айда 800 милйон адәмниң юқумлиниши мумкинликини билдүргән. Америка дөләтлик аммиви радиийоси NPR ниң хәвәр қилишичә, бир қанчә хил тәкшүрүш шәкиллири йерим милйон яки униңдинму көп адәмниң юқумдин өлүши мумкинликини көрсәтмәктикән. Өткән һәптә хоңкоң тәтқиқатчилириниң елан қилған бир доклатида, бир милйонға йеқин адәмниң өлүши мумкинликини илгири сүргән.

Дөләтлик аммиви радийоси NPR ниң билдүрүшичә, америка йел университетиниң йәршари сағламлиқ тәтқиқатчиси ши чен, йеқинда хитай юқумлуқ кесәлликләрни контрол қилиш мәркизиниң директори ляң шавфеңниң аммиви таратқулар арқилиқ “тунҗи қетимлиқ ковид долқуниниң әмәлийәттә 60 пирсәнт әтрапидики кишиләрни юқумландуридиғанлиқини елан қилғанлиқини ейтқан. Бу кәлгүси 90 күн ичидә йәршаридики 10 пирсәнт адәмниң ковид вирусида юқумлинидиғанлиқидин дерәк беридикән.

NPR Ниң ейтишичә, хоңкоң университети юқумлуқ кесәлликләр вә био-статистика бөлүминиң директори, профессор бен ковлиң бу пәрәзгә қошулидиғанлиқини билдүрүп, бу вирусниң хитайда һәрқандақ юқум мәзгилидикидин тез тарқиливатқанлиқи, болупму униң хитай пуқралирида юқум характерлик болуватқанлиқини ейтқан.

Хоңкоң таратқулириниң ейтишичә, нөвәттә хитайниң бейҗиң қатарлиқ чоң шәһәрлиридә юқумдарларниң көплүкидин дохтурхана йетишмәслик, дора йетишмәслик, юқумда ‍өлгәнләрни көйдүрүшкә җәсәт көйдүрүш завути йетишмәслик әһвали келип чиққан. Лекин шундақтиму уйғур аптоном районлуқ сәһийә тармақлири районда йеқинқи 3 күндин бери һечқандақ юқумдар байқалғанлиқини илгири сүрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.