Американиң демократчилардин болған кеңәш палата әзалири хитайға тақабил туруштики кәң көләмлик истратегийәсини елан қилди
2020.09.17
Америка кеңәш палатасиниң демократчилар партийәсидин болған әзалири хитайға тақабил туруштики кәң көләмлик истратегийәсини түзүп чиққан.
“ню-йорк вақти гезити” ниң хәвиригә қариғанда, бүгүн, йәни 17-сентәбир пәйшәнбә күни дөләт мәҗлисидә тонуштурулидиған бу қанун лайиһәси бойичә алдимиздики йилларда американиң санаәт иқтидарини ашуруш вә хитайға тақабил туруш үчүн 350 милярд доллардин артуқ мәбләғ тәминлинидикән.
Бу қанун лайиһәси кеңәш палата әзаси чак шумер вә боб менендез башчилиқида тонуштурулған болуп, у америка дөлитиниң ишләпчиқириш иқтидари вә ул әслиһәлирини мустәһкәмләп, америка ширкәтлириниң риқабәт күчини ашурушни көзләйдикән.
Диққәт қозғайдиғини шуки, униңда уйғурларға мунасивәтлик маддиларму бар болуп, қанун лайиһәсидә хитай һөкүмитини уйғурларға қаратқан зулуми сәвәблик җазалаш тәклип қилинған. Бу бойичә америка президенти, шундақла сода вә малийә министирлири уйғурларниң мәҗбурий әмгикидин билип туруп пайдиланған шәхис вә орунларни бирму-бир тәкшүрүп бекитиши вә җазалиши керәккән.
Демократчилар партийәсидин болған кеңәш палата әзалири түзүп чиққан бу қанун лайиһәсидә америкадики пән-техника тәтқиқати вә тәрәққиятини күчәйтиш нуқтилиқ тәкитләнгән болуп, бу саһәгә төт йилда 300 милярд доллар мәбләғ селинидикән. Бундин сирт, йерим өткүзгүч ясашқа тәхминән 16 милярд доллар мәбләғ селип, американиң бу саһәдә хитайдин үстүнлүкни сақлиши капаләткә игә қилинидикән.
Хитайға қарши лайиһәләнгән бу истратегийә бойичә, хитайниң йәр шариниң тәминләш зәнҗири болуштәк алаһидиликини бузуп ташлап, америка дөләт мудапийә министирлиқи қатарлиқ муһим орунларниң бир қисим керәклик лазимәтләрни американиң өзидин яки шерик дөләтләрдин тәминлиши тәләп қилинидикән.
Мәзкур қанун лайиһәси америка дөләт мәҗлисидики демократчи әзаларниң бу йиллиқ президент сайлими алдида ташлиған муһим қәдәмлириниң бири, дәп баһаланмақта.