Қәйсәридә мустәқил сода-санаәтчиләр җәмийити уйғурлар мәсилиси тоғрисида доклат бериш йиғини өткүзди
2016.03.30
29-Март сәйшәнбә күни түркийәдики әң чоң карханичилар уюшмилиридин бири болған мустәқил сода-санаәтчиләр уюшмиси қәйсәри шөбисидә уйғур мәсилиси тоғрисида доклат бериш йиғини өткүзүлди.
Йиғинда дуня уйғур қурултийи муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди алаһидә тәклип бойичә уйғурларниң нөвәттики вәзийити, шундақла түркийәдики болупму қәйсәридики уйғур мусапирларниң һазирқи әһвали тоғрисида тәпсилий мәлумат бәрди. Йиғинға мустәқил сода-санаәтчиләр җәмийитиниң қәйсәри шөбисиниң мәсули нәдим оргунхарпутлу риясәтчилик қилған болуп, йиғинда мәзкур җәмийәтниң башқуруш һәйити әзалири билән уйғур мусапирлириниң қәйсәридә кәсип әһли болуп хизмәт тепиши үчүн немиләрни қилиш тоғрисида музакирә елип берилип, конкрет пиланлар түзүлгән.
Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған мусиат қәйсәри шөбиси башлиқи нәдим оргунхарпутлу әпәнди мундақ деди: “биз мусиат йәни мустәқил сода-санаәтчиләр җәмийити болуш сүпитимиз билән, шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримизға қандақ ярдәм қилалаймиз дәп, бу һәқтә бир доклат беришни тәләп қилдуқ. Сейит түмтүрк әпәнди уйғурларниң қәйсәригә қандақ, қачан кәлгәнликини аңлатти. Биз қәйсәригә кейин кәлгән уйғурларға қандақ ярдәм қилалаймиз, уларни музакирә қилдуқ. Тунҗи қәдәмни ташлидуқ, бундин кейин бу һәқтә хизмәт қилишқа давам қилимиз.”
У, “мусапир уйғурларға қандақ ярдәм қилиш тоғрисида пиланиңлар барму?” дегән соалимизға мундақ җаваб бәрди: “мусиат әзалири милләтчи диндар кишиләр. У йәрдин кәлгән уйғурларни өз қериндишидәк көрүп, күнлүк ярдәм әмәс, узун муддәтлик ярдәм вә һәмкарлиқ елип беришни ойлаватимиз. Бәлки уларға һүнәр вә кәсип өгитимиз. Һазир мусапир уйғурлар билән бирликтә йеза игилик яки чарвичилиқ мәйдани қурушни ойлаватимиз. Қәйсәригә кәлгән мусапир уйғурларниң өз турмушини қамдиялайдиған һалға келиши үчүн қолимиздин кәлгәнни қилимиз.”
Д у қ муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди мустәқил сода-санаәтчиләр җәмийитидә уйғурлар мәсилиси тоғрисида доклат бәргәндин сирт, тайланд вә малайшия арқилиқ түркийәгә кәлгән уйғурларға қандақ ярдәм қилиш тоғрисида музакирә елип барғанлиқини баян қилди.
Сейит түмтүрк әпәнди мустәқил сода-санаәтчиләр уюшмиси тоғрисида қисқичә мәлумат бәргәндин кейин, бу биринчи қетимлиқ учришишта конкрет мәсилиләр тоғрисидиму музакирә елип барғанлиқини, уйғурларға ишләш рухсити берилсә, хизмәт тепишиға бу қурулушларниң ярдәм қилидиғанлиқини баян қилди.
Мустәқил сода-санаәтчиләр уюшмиси 1991-йили қурулған болуп, пүтүн түркийәдә 17 миң әтрапида содигәр, карханичи әза икән. Буларниң ичидә завутида 10 миң әтрапида ишчи ишлитиватқан карханичиларму мәвҗут икән.