Ослодики уйғур ана тили мәктипидә 3D лиқ оқутуш программиси йолға қоюлған
2018.12.11

Игилишимизчә, норвегийә уйғур комитетиниң тәшәббуси вә норвегийәдики уйғур кәспий хадимларниң күч чиқириши билән норвегийә пайтәхти ослодики уйғур ана тили мәктипидә 3D лиқ оқутуш программиси йолға қоюлған. Бу һәқтә радийомизға учур бәргән норвегийәдики мунасивәтлик кишиләрниң билдүрүшичә, балилар уйғурчә һәрп вә сөзләрниң мәнисини компютер вә қол телефонлириға чүшүрүлгән әп арқилиқ мәвһум реаллиқ туйғусиниң ярдимидә образлиқ өгиниш имканийитигә игә болалайдикән.
Норвегийә уйғур комитетиниң рәиси бәхтияр өмәр әпәнди зияритимизни қобул қилип, өткән йәкшәнбә, йәни 9-декабир күни пайтәхт ослодики уйғур ана тили мәктипидә 3D лиқ оқутуш программисиниң синақ тәриқисидә йолға қоюлғанлиқини билдүрди. Униң билдүрүшичә, пайтәхт ослодики уйғур ана тили мәктипидә 3D лиқ оқутуш программисини йолға қоюш бу йилниң бешида норвегийә уйғур комитети тәрипидин қарар қилинған икән.
Мәлум болушичә, норвегийә уйғур комитети 2018-йилиниң бешида уқтуруш чиқирип, норвегийәдики уйғурлар үчүн 2018-йилниң “ана тил йили” қилип бекитилгәнликини елан қилған. Улар йәнә 2018-йили ичидә пайтәхт осло шәһиридики илгирики уйғур ана тил синипини мәктәп қилип кеңәйтип қуруш, уйғурлар нисбәтән көп топлишип олтурақлашқан 6 шәһәрдә уйғур ана тил синиплири ечишни қарар қилған. 2018-Йили 12-айға кәлгәндә ослодики ана тил мәктипиниң оқуғучилар сани 120 гә йәткән. Бу қетим йеңидин синақ тәриқисидә йолға қоюлған 3D лиқ оқутуш лайиһәсиму дәсләпки қәдәмдә мәктәпниң төвән йиллиқ синипидики 40 тин артуқ оқуғучи үчүн синақ тәриқисидә йолға қоюлған.
Норвегийә уйғур комитетиниң катипи адилҗан әпәнди мәзкур программини лайиһәләшкә мәсул болған болуп, у зияритимизни қобул қилип бу хил оқутуш программисиниң алаһидиликлири һәққидә мәлумат бәрди.
Адилҗан әпәнди мәзкур программиниң һазирчә компютер программиси шәклидә лайиһәләнгәнликини билдүрди. У балиларниң компютер вә қол телефонлириға чүшүрүлгән әп улиниши арқилиқ 3D лиқ филимләрни көрүштә ишлитилидиған көзәйнәкниң ярдимидә өгәнмәкчи болған һәрп вә уйғурчә сөзләрниң мәсисини мәвһум реаллиқ туйғуси ичидә өгинәләйдиғанлиқини, шуңа бу программиниң мәктәптики оқутқучи вә оқуғучиларниң яқтурушиға еришкәнликини билдүрди.
Биз йәнә 2018-йили 9-декабир, йәни өткән йәкшәнбә күни ослодики уйғур ана тили мәктипидә тунҗи қетимлиқ 3D программиси қоллинилған дәрскә қатнашқан оқуғучилардин уларниң мәзкур программини қолланғандин кейинки тәсиратини соридуқ. Оқуғучилардин әсмидә зияритимизни қобул қилип, өзиниң “ейиқ” тики “е” һәрпи, “айропилан” дики “а” һәрпи, “динозавр” дики “д” һәрпи қатарлиқларни өгәнгинидә мидирлап турған ейиқ, динозавр вә айропиланларни көргәнликини һаяҗан ичидә баян қилди.
Компютер мутәхәссиси адилҗан әпәнди йәнә мәзкур программини тәйярлашқа йерим йилдин артуқ вақит кәткәнликини билдүрди. У мәзкур программиниң дәсләпки қәдәмдә ослодики уйғур ана тили мәктипидә қоллинилғанлиқини, оқутқучиларниң қизғин алқишиға еришкәнликини, норвегийә уйғур комитетиниң бундин кейинки пиланида иқтисадий шараит яр бәргән әһвалда мәзкур программини давамлиқ бейитип ишләпчиқириш пилани барлиқини билдүрди.
Зияритимиз ахирида адилҗан абдуреһим әпәнди йәнә дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғур ана тил мәктәплири вә ата-аниларниң норвегийә уйғур комитети арқилиқ өзлири билән алақиләшсә болидиғанлиқини, бу программини сетивалмақчи болғанларға уни ишлитиштики техникилиқ усуллар вә мәзкур программини көрүш үчүн лазим болидиған көзәйнәк қатарлиқ әслиһәләрни қандақ сетивелиш һәққидики учурлар билән тәминлинидиғанлиқини билдүрди.