Хитай йәр хоҗайинлирини өлтүргән гумандарларни тутуш сәпәрвәрлики җиддий һалда давам қилмақта
2014.07.16
Даириләрниң хитай йәр хоҗайинлирини өлтүргән гумандарларни тутуш һәрикитини җиддий һалда давамлаштуруватқанлиқи мәлум.
9 - Июл ақсу учтурпанниң имамлирим йезисидики 4 аилилик хитай йәр хоҗайинлири өлтүрүлгәндин кейин, наһийә бойичә 7 нәпәр һуҗум гумандарини тутуш сәпәрвәрлики қозғалған иди.
Мухбиримиз бүгүн гумандарлардин 5 нәпири тәвә болған ачитағ йезисиға телефон қилип йезиниң нөвәттики вәзийити һәққидә мәлумат сориди.
Кәнт башлиқлириниң ашкарилишичә, вәқәгә четишлиқ гумандарларниң сани наһийә бойичә 9 нәпәргә йәткән, һазирғичә булардин 5 нәпири тутулған, бир нәпири етип өлтүрүлгән, 3 нәпири давамлиқ һалда издәлмәктә.
Йәнә ашкарилинишичә учтурпан наһийисидики ишләмчи хитай көчмәнлири вәқә йүз бәргән күндин буян кәнт вә йезилиқ һөкүмәт ишханисиға көчүрүп келинип, қечип йүргән гумандарларниң йәнә һуҗум қилишидин мудапиә қилинмақта.
Төвәндә мухбиримиз шөһрәт һошурниң бу һәқтә тәйярлиған мәлуматлирини аңлайсиләр.