Бермида қамаққа һөкүм қилинған америка пуқраси қутулдурулди
Мухбиримиз җүмә
2009.08.15
2009.08.15
Аң сан сукийи ханим, бермилиқ даңлиқ демократик кишилик һоқуқ паалийәтчиси вә 1991 - йиллиқ нобел тинчлиқ мукапати саһиби иди. У, 18 айдин буян нәзәр бәнд астиға елинған болуп, җон йеттав сукийи ханимни йоқлаш үчүн, униң өйигә су үзүп барған.
Берма һөкүмәт даирилири, йеттав әпәндиниң мәзкур һәрикитини җинайи һәрикәт дәп бекиткән вә сукийи ханимғиму шу сәвәбидин җинайәт артқан. Нәтиҗидә йеттав әпәндигә 7 йиллиқ, сукийи ханимға 3 йилқи қамақ җазаси һөкүм қилған.
Бурма даирилириниң сукийи ханимға һөкүм елан қилиши, дуня характерлик назлиқ қозғиған вә б д т берма һәрбий һөкүмитини су кийи ханимни қоюп беришкә қистиған иди.
Мәлум болушичә, палата әзаси җим, сукийи ханим биләнму 40 минут әтрапида сөһбәтләшкән, униң дуня демократийиси үчүн төлигән бәдәллиригә чоңқур еһтирам билдүргән.
Хәвәрләргә қариғанда, қутулдурулған америка пуқраси җон йеттав, һәрбий айропиланға олтуруп йәкшәнбә күни бермидин айрилидикән.