"Айропиланда бомба бар" хәвири хитайни осал һаләткә чүшүрүп қойди
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2009.08.11
2009.08.11
Айропилан қәндиһар айродромиға қонғандин кейин, айропиланда бомба йоқлуқи яки айропилан булашни пиланлиғучиларниңму йоқлуқи мәлум болған иди. Айропланда бомба бар дейилгән сахта хәвәр сәвәблик, айропландики 170 нәпәр йолучиниң сәпири оңушсизлиққа учриған; үрүмчидики хәлқара айродром бир мәһәл әнсизчиликкә чөмгән вә хитайниң йүзлигән террорға қарши күчлири вә қутқузуш әтрәтлири артуқчә зәһмәт чәккән.
Нөвәттә мана бу аваричилиққа сәвәб болған сахта хәвәрни кимниң тарқатқанлиқи сир һаләттә турмақта. Сәпири тосалғуға учриған кам һава йоллири ширкити, мәзкур сахта учурни өзлириниң тиҗарәт саһәсидики риқабәтчилириниң тарқатқан болуш еһтималлиқини илгири сүргән.
Хитай тәрәп болса дәсләпки мәлуматида, мәзкур айропиланниң шәрқи түркистан мустәқилчилириниң тәһдитигә учриғанлиқини, бу учурни өзлириниң истихбарат органлириниң байқиғанлиқини билдүргән иди.
Хитай әмдиликтә, мәзкур сахта учурниң мәнбәси һәққидики соалларни җавабсиз қалдурмақта.
Көзәткүчиләр, бу қетим айропилан аваричилиқни хитайниң үрүмчи вәқәсидин кейинки алақзадиликидин көрмәктә.