Хитай даирилири бир уйғурни әксилинқилабий мәзмундики материялларни сақлаш җинайити билән қолға алди
2011.02.28
Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришитниң билдүрүшичә, қолға елинғучи хотәндин кәлгән 23 яшлиқ халмурат имин болуп, униң үрүмчидики өйидин рабийә қадир ханим һәққидә ишләнгән “муһәббәтниң он шәрти” ниң DVD пластинкилири байқалған.
Дилшат ришитниң ейтишичә, халмурат имин өткән 3 һәптидин буян үрүмчи дөңкөврүк әтрапида елип берилған ахтурушта тутулған икән.
Һалбуки, бу вәқәни радиомиз өз алдимизға дәлиллийәлмидуқ.
Дуня уйғур қурултийи баянат елан қилип, хитай һөкүмитиниң шәхсий туралғуларни сотниң уқтурушисиз қалаймиқан ахтурғанлиқини қаттиқ әйиблиди вә ахтуруш җәрянида нурғун уйғурларниң кишилик һоқуқиға еғир дәхли қилинғанлиқини билдүрди.
Мәлум болушичә, “муһәббәтниң он шәрти” үрүмчи дөңкөврүк әтрапида байқалған болуп, хитай йәрлик даирилири откән 3 һәптидин буян дөңкөврүк әтрапидики уйғур өйлирини ахтурушқа башлиған.