Хитай бо шиләйниң партийидин қоғлап чиқирилғанлиқини елан қилди

Хитай компартийиси сабиқ чуңчиң шәһәрлик партком секретари, сиясий бюро әзаси бо шиләйниң партийидин қоғлап чиқилғанлиқи вә җинайи җавабкарлиққа тартилидиғанлиқини елан қилди.
Мухбиримиз әркин
2012.09.28

Униң бундақ еғир қилмишлар билән әйиблиниши чәтәл ахбарат васитилиригә наһайити тасадипий туюлди. Компартийиси сиясий бюроси җүмә күни қарар чиқирип, бо шиләйни хиянәтчилик вә башқа җинайәтләр билән әйибләп тәптиш даирилиригә тапшуруп беришни буйруған.

Шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, сиясий бюрониң қарарида бо шиләйниң партийә интизамиға еғир хилаплиқ қилғанлиқи, ваң лиҗүн вәқәси, гу кәйләйниң адәм өлтүрүш қилмишида һоқуқини суйиистемал қилиш, һоқуқидин пайдилинип нәпсигә чоғ тартиш, биваситә вә аилә тавабиатлири арқилиқ башқилардин пара алғанлиқи, аяллар билән нашаян мунасивәтләрдә болғанлиқи, адәм яллап тәкшүрүшкә тосқунлуқ қилғанлиқи оттуриға қоюлған.

Бо шиләйниң йәнә, башқа җинайи мәсилиләр билән четишлиқ икәнлики байқалғанлиқи, униң қилмиши еғир ақивәт кәлтүрүп чиқирип, хитайниң абруйиға зор бузғунчилиқ қилғанлиқи, хитайниң ичи вә сиртида интайин яман тәсир пәйда қилип, еғир зиян салғанлиқи илгири сүрүлгән.

Буниңдин сәл илгири бо шиләйниң аяли гу кәйләй әнглийилик содигәр нейл хәйвудни өлтүрүш билән әйиблинип, кечиктүрүп өлүм җазасиға буйрулған. Чуңчиң шәһәрлик җ х назаритиниң сабиқ назири ваң лиҗүн 15 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.