Уйғур районида чошқа зукиминиң тарқилиш әһвали кишини чөчүтмәктә
Мухбиримиз әқидә
2010.01.14
2010.01.14
Буларниң ичидин 11 нәпири карантинға елинған. 12 Киши һаятидин айрилған. Әмма мәзкур рәқәм биңтуәндә чошқа зукими билән өлгәнләрни өз ичигә алмайдикән.
Уйғур аптоном районлуқ сәһийә назаритиниң билдүрүшичә, дохтурханида йетип даваланған 5100 кишидин һазирғичә 2949 нәпириниң чошқа зукими билән юқумланғанлиқи ениқлинип, уларға рәсмий диагноз қоюлған.
Хәвәрләрдә көрситилишичә йәнә, һазир уйғур районида чошқа зукам вирусиниң тарқилиш әһвали йәнила юқири пәллидә туруватқан болуп, болупму мәктәпләрниң тәтил болуши вә хитайларниң чаған байримида саяһәтниң көпийиши билән кесәлликниң юқум әһвали техиму еғирлап кетиши мумкин икән.
Һазир чошқа зукими уйғур районида тез сүрәттә ямраватқан болуп, 13 вилайәт вә областларниң һәммисидә чошқа зукими байқалди.