Әзәрбәйҗан чәтәл мәтбуатлириниң әзәрбәйҗанда аңлитиш беришини чәклигән
Мухбиримиз әркин
2008.12.31
2008.12.31
Америка ташқи ишлар министирлики әзәрбәйҗан даирилириниң мәзкур қарарини " әзәрбәйҗанниң демократик ислаһатидики тосалғу" дәп тәнқид қилған. Әзәрбәйҗан дөләтлик радио - телевизийә комитетиниң қарари 1 - январдин башлап рәсмий йолға қоюлидиған болуп, мәзкур қарар дөләт контроллиқидики мәтбуатларниң манаполийилик орнини тикләп, мустәқил ахбарат вастилириниң әзәрбәйҗан хәлқини учур билән тәминлишигә тосалғу яритиду, дәп қаралмақта.
Әркин явропа радиосиниң мәсули җефрей гедмин әзәрбәйҗан даирилириниң чәтәл ахбарат вастилириниң аңлитишини тохтитиш тоғрисидики қарариға қайтурған инкасида " бу буниңдин кейин әркин вә мустәқил мәтбуат учурлирини аңлиялмайдиған әзәрбәйҗан хәлқи үчүн көңүлсиз бир күн болди" дәп тәкитлигән.
Азәрбәйҗанниң әзалиқидики явропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилати азәрбәйҗанниң қарарини тәнқидләп, " бу еғир дәриҗидә кәйнигә чекингәнлик" дегән. Җефрей гедмин, әзәрбәйҗан радио - телевизийә комитетиниң әркин явропа радиоси программилирини қисқа долқунда яки интернет арқилиқ тарқитиш тәклипини рәт қилип, " биз тиңшиғучилиримизға аңлитиш йолини тапимиз, бизниң әзәри хәлқини чәклимигә учримиған хәвәр вә учур билән тәминләш вәзипимиз бурунқиға қариғанда техиму муһим болуп қалди " дәйду.
Лекин әзәрбәйҗан сабиқ совет иттипақи җумһурийәтлири ичидә чәтәл ахбарат вастилириниң аңлитишини тосиған бирдин - бир дөләт әмәс. Йеқинда қирғизистан әркин явропа радиоси қатарлиқ ахбарат вастилириниң аңлитишини бикар қилған иди.