Килинтон ханим һиндистанниң шенай портида баянат елан қилди
Мухбиримиз вәли
2011.07.20
2011.07.20
Бирләшмә агентлиқиниң баян қилишичә, америка ташқи ишлар министири килинтон ханим һиндистанниң шиенай портида елан қилған баянатида, террорлуққа һиндистан билән бирликтә қарши туридиғанлиқини җакарлиди вә һиндистанни хитайниң арқа һойлиси болған җәнубий асияда вә оттура асияда өзиниң тәсир даирисини кеңәйтишкә чақирди. Һиндистан ташқи ишлар министири кришна, пакистанни өз земинида йошурунуп туруватқан террорчиларни йоқитишқа чақирди.
Хәвәрдә ейтилишичә, килинтон ханим һиндистанниң рәқиби пакистан һәққидә тохталғанда йәнә, америка һәргиз афғанистанни террорчиларға ташлап бәрмәйду, деди.