Хитай даирилири 2015- йилдин бурун уйғур елидә 280 миң нәпәр алий мәктәп пүттүргән оқуғучини ишқа орунлаштуруп болидиғанлиқини җакарлиди
2010.12.30
Хитай мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, даириләр тәдбир қоллинип, 2009- йилдин бурун алий мәктәп вә техникомни пүттүрүп ишқа орунлишалмиған оқуғучиларни вә шундақла 2010 - йилдин 2012 - йилғичә толуқ оттура мәктәпни пүттүридиған оқуғучиларни асасән ишқа орунлаштуруп болушни ишқа ашурмақчи икән. Хәвәрләрдин мәлум болушичә, уйғур аптоном районида 2009 - йили алий мәктәп пүттүрүп һазирға қәдәр ишқа орунлишалмиған 75 миң оқуғучи бар болуп, даириләр 2012 - йили 5- айдин бурун буларни ишқа орунлаштуруп болушни пиланлимақта икән.
Көзәткүчиләр 2009- йили йүз бәргән 5"- июл вәқәси"дин бурун хитай даирилирини изчил агаһландуруп, уйғур җәмийитидики ишсизлиқ вә ишқа орунлаштуруш мәсилисидә уйғурларни чәткә қеқиш хаһишиниң еғир ақивәтләрни кәлтүрүп чиқиридиғанлиқини илгири сүрүп кәлгән иди. 5"- Июл вәқәси"дин кейин, хитайниң уйғур сияситини тәнқид қилғучилар, уйғурларниң иҗтимаий вә иқтисади җәһәттин чәткә қеқилиши 5"-июл намайиши"ниң кәң көләмлик миллий тоқунушқа айлинип кетишигә түрткә болғанлиқини тәкитлигән.
Уйғур аптоном райони даирилириниң йеқинда елан қилған "алий вә техником пүттүргән оқуғучиларниң ишқа орунлишишини илгириләп алға сүрүш тоғрисидики һөҗҗити"ниң пикир елиш нусхисида ишқа орунлаштурушниң конкрет чарә -тәдбирлири оттуриға қоюлған. Лекин, уйғур илиниң вәзийитидин хәвәрдар әрбаблар, даириләрниң уйғурлардики ишсизлиқни азайтишиға гуман билән қарайдиғанлиқини әскәртип, ишсизлиқни азайтишниң бирдин - бир йоли уйғурларниң һоқуқини кеңәйтип, уларға аптоном райониниң ички ишлирида өзлири қарар қилиш һоқуқи бериштур дәп көрсәтмәктә.