Истанбулдики таксим мәйданида партлаш йүз бәрди
Мухбиримиз вәли
2010.10.31
2010.10.31
Истанбулниң сақчи башлиқи һүсәйн җапкинниң баян қилишичә, бу вәқә, өзини партлатқучи киши сақчи аптомобилиға йеқинлишиш алдида йүз бәргән. Бу партлашта 32 адәм яриланған, униң 15и сақчи. Буниңдин бурунму, таксим мәйданида 1999 - йилидн 2001 - йилиғичә икки қетим мушундақ партлаш вәқәси йүз бәргән иди.
Түркийиниң шәрқий җәнубидики қурулуш районлирини көздин көчүрүватқан түркийә баш министири рәҗәп әрдован бу вәқә һәққидә тохтулуп 'бу, түркийиниң тәрәққиятини тосумақчи болуватқанлар қилған һуҗум' деди.
Ройтрс агентлиқиниң баян қилишичә, түркийидә йиллардин буян курдистан коммунист партийиси (PKK) вә әлқаидичиләрниң һуҗумлири йүз берип кәлмәктә. Әмма һазирға қәдәр берәр тәшкилат яки шәхс техичә бүгүн йүз бәргән вәқәгә мәсул болидиғанлиқини ашкарилимиди.
Америка авазниң баян қилишичә, бүгүн таксим мәйданида партлаш йүз бәргәндин кейин, түркийә сақчи даирилири, партлитишқа пиланланған йәнә башқа бомбиларниңму барлиқини байқиған.