Майиңҗу бу нөвәтлик тәйвән президент сайлимида йәнә утуп чиққанлиқини елан қилди

Нөвәттә вәзипә өтәватқан тәйвән президенти ма йиңҗу бу нөвәтлик тәйвән президент сайлимида йәнә утуп чиққанлиқини елан қилди. “вашингтон почтиси” гезитидә мәзкур нәтиҗиниң хитайни хош қилса, америкини мәлум дәриҗидә биарам қилидиғанлиқи илгири сүрүлгән.
Мухбиримиз җүмә
2012.01.14

Мәлум болушичә, бу нөвәтлик сайламида ташланған 80 пирсәнт биләт санилип, майиңҗуниң демократик илгириләш партийиси кандидати сәййиңвен ханимни йеңип чиққанлиқи оттуриға қоюлған.

Ма йиңҗу гоминдаң партийисиниң кандидати. У хитайға майил сиясәт йүргүзүш тәшәббусини илгири сүргән вә шу хил сиясәт йүргүзүш йолида чиң туруп кәлгән иди.

Нөвәттә санилип болунған биләт саниға қариғанда, сәй йиңвен ханим 45 пирсәнт авазға, майиңҗу 50.1 Пирсәнт авазға еришкән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.