Обама шәрқий явропа башқурулидиған бомба қалқан система тоғрисидики әйибләшләрни инкар қилди
Мухбиримиз җүмә
2009.09.21
2009.09.21
Обама һөкүмити алдинқи һәптә, полша вә чех қатарлиқ дөләт районларға орунлаштурулуш пиланланған башқурулидиған бомба қалқан системиси қурулушниң бикар қилинидиғанлиқини җакарлиғандин кийин, бәзи тәнқидчиләр буни русийә даирилирини хош қилиши яки иран ядро мәсилидә русийиниң ярдимини қолға кәлтүрүш үчүн елип берилған, дәп сүрәтлигән иди.
Бирләшмә агентлиқида көрситишичә, президент обама у йәкшәнбә күни CBS телевизийиниң зияритини қобул қилғанда, мәзкур пилан русийә даирилирини хош қилиш мәқситидә яки русийә даирилириниң бесими астида бикар қилинған, дегән пикирләрни рәт қилди.
У бу һәқтә тохтилип: " бу йәрдики хизмитим русийә даирилири билән кеңишиш әмәс. Америка дөләт мудапиә позитсийисиниң қандақ болушини русийә бәлгилийәлмәйду" деди.
Башқурулидиған бомба қалқан система қурулушни бикар қилиш пилани оттуриға қоюлғандин кийин, "америка явропадики муһим иттипақдашлириға асийлиқ қилди" дегән пикирләрму мәйданға кәлгән иди.
Америка дөләт мудапиә министири роберт гейтис, ню-йорк вақит гезитидә бу һәқтә елан қилған мақалисидә, мәзкур пиланиниң иранниң ядур мәсилидики әң йеңи учурларға асасән оттуриға қоюлғанлиқи, әмма америкиниң русийини хош қилиш үчүн явропадики иттипақдашлиридин ваз кәчмәйдиғанлиқни илгири сүрди.