Хитай һөкүмити өзини көйдүрүш вәқәсигә четип бир тибәтни сотлиди, 70 намайишчини тутти

Хитайниң чиңхәй өлкисидики бир сот мәһкимиси җүмә күни бир тибәтни өзини көйдүрүшкә қутратқулуқ қилиш билән әйибләп, 13 йиллиқ қамақ җазасиға буйруған. Даириләр охшашла чиңхәйдә шу күни йәнә намайиш қилип диний әркинлик вә далай ламаниң тибәткә қайтип келишини тәләп қилған 70 кишини тутқун қилған.
Мухбиримиз әркин
2013.02.08
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Көзәткүчиләрниң илгири сүрүшичә, хитай һөкүмити йеқиндин буян тибәтләрниң қаршилиқ һәрикити вә хәлқара җәмийәтниң тәнқидигә учриған болсиму, бирақ йеқинқи бастуруш хитайниң тибәт сияситини юмшатмайдиғанлиқидин дерәк беридикән.

Шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитайға наразилиқ билдүрүп тутқун қилинған тибәтләрдин 12 киши рәсмий қолға елинған. Бирақ шинхуа агентлиқи қолға елинған вә тутқун қилинғанлар һәққидә тәпсилий учур бәрмигән.

Чиңхәйниң хуаңнән областлиқ оттура сот мәһкимиси җүмә күни 13 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилған фагпа исимлик 27 яшлардики тибәтликни “қатиллиқ вә дөләтни парчилашқа қутратқулуқ қилиш” билән әйиблигән.

Хитай һөкүмити тибәтләрни өзини көйдүрүп хитайға наразилиқ билдүрүшкә қутратқулуқ қилған кишиләрни қатиллиқ билән әйибләйдиғанлиқини елан қилған иди.

Хитайниң бу һәрикитини хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә тибәт сәргәрдан һөкүмити қаттиқ тәнқид қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.