Рабийә ханим “вол стрет журнал” гезитидә мақалә елан қилип, хитайниң террорлуқ мәсилисидә “қош бислиқ оюн” ойнаватқанлиқини илгири сүрди

Дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим пәйшәнбә күни америка “вол стрет журнал” гезитидә мақалә елан қилип, хитайниң террорлуқ мәсилисидә “қош бислиқ оюн” ойнаватқанлиқини илгири сүрди.
Мухбиримиз әркин
2011.09.23

Рабийә ханим “хитайниң террорлуқ мәсилисидики қош бислиқ оюни” мавзулуқ мақалисидә әскәртип, хитайниң 11‏-сентәбир паҗиәсиниң 10 йиллиқидин пайдилинип, өзини ислами әсәбийликниң қурбани дәп көрситишкә урунғанлиқини, бирақ униң йәнә оттура шәрқтики радикалл еқимларни қоллап келиватқанлиқини билдүргән.

У, “хитай рәһбәрлири уйғурларни бастурушниң қанунлуқ икәнликини чүшәндүрүштә наһайити қизғин болсиму, бирақ улар тибәт мәсилисидә бундақ имканийәткә игә әмәс иди” дәп көрсәткән.

Униң илгири сүрүшичә, хитай көп қисим тибәтләрниң буддист болуши, уйғурларниң көп қисиминиң мусулман икәнликидин пайдилинип, уйғур хәлқиниң өз-өзини идарә қилиш йолидики тинч күрәшлирини бастуруш һәрикитини йәр шари ислами әсәбийликкә қарши күрәшниң бир қисми, дәп чүшәндүргән.

Рабийә ханим мақалисидә буниң пүтүнләй хитай ички сияситиниң еһтияҗиға қарап оттуриға қоюлғанлиқини әскәртип, “ғәрб хитайниң милләтләр сияситини пәдәзләп көрситишкә алданмаслиқи керәк” дәп тәкитлигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.