Рабийә қадир ханим америка West Point офитсерлар мәктипидә уйғурлар вәзийити һәққидә доклат бәрди
Мухбиримиз ирадә
2010.09.30
2010.09.30
Чаршәнбә күни рабийә қадир ханим вә америка уйғур бирләшмисиниң муавин рәиси алим сейитоф әпәндиләр америка ғәрбий нуқта һәрбий офитсерлар мәктипиниң тәклипигә бинаән мәктәптә зиярәттә болған.
Зиярәттин кейин рабийә қадир ханим мәктәптики 2000 дин ошуқ әскәр - офитсерларға уйғурларниң нөвәттики вәзийити һәққидә доклат бәргән. Доклаттин кейин рабийә қадир ханим бир қисим юқири дәриҗилик генераллар билән айрим учрашқан. Учришиш мухбирларға йепиқ шәкилдә болған.
"Вәст пойинт" йәни ғәрбий нуқта дәп атилидиған бу мәктәп, америкидики қуруқлуқ армийисигә офитсер тәрбийиләйдиған һәрбий академийә болуп, 1802 - йили қурулған. У, дунядики әң кона һәрбий академийиләрниң бири болуп һесаблиниду.