Рабийә қадир ханим рамзанлиқ нутуқ елан қилип, уйғурларни иттипақлиққа чақирди
2012.07.20
Мусулманларни мубарәк рамзанда уйғурларниң азадлиққа чиқишини, түрмидики уйғур мәһбуслириниң пат йеқинда азадлиққа еришишини тиләшкә чақирди. Кишиләрниң “мушу роза рамзанда уларниң пәрзәнтлирини, ата-анилирини, қийниливатқан, қечип йүргән туғқанлирини йоқлишини, вәтәнниң ичи-сиртидики қийинчилиққа дуч келиватқан қериндашлирини закат, сәдиқә-питирләр билән йоқлиши” ни үмид қилди.
Түрмидики уйғурларниң әһвали, 5-июл вәқәсидә йоқап кетип, һазирға қәдәр из дерәксиз ғайиб болған уйғурларниң мәсилиси д у қ рәһбириниң күнтәртипидики хәлқара җәмийәтни изчил көңүл бөлүшкә чақирип келиватқан муһим мәсилә. Рабийә қадир ханим йәнә, уйғурларниң роза-рамзан дунядики башқа мусулманлардәк әркин, һөр туталмайдиғанлиқи, чүнки хитайниң рамзан ейида қаттиқ зәрбә бериш һәрикитини йолға қоюп,“өй-өйләрдин адәм тутидиғанлиқи, назарәтни күчәйтидиғанлиқи, бичарә уйғур мусулманлириниң қорқунч, дәккә-дүккә ичидә роза тутидиғанлиқи” ни билдүрди.
Рабийә қадир ханимниң бу йиллиқ рамзан нутқи уйғур илиниң хотән, қәшқәр қатарлиқ вилайәт-шәһәрлиридә йәрлик даириләр рамзан қошуқи ейтишни чәкләп, оқутқучи, оқуғучи, кадир, хизмәтчи вә дәм елишқа чиққан һөкүмәт хадимлириниң роза тутушини чәклигән, уларни роза тутмаслиққа қәсәм қилдуруп, әһдинамә яздурған бир пәйттә елан қилинди.
Рабийә қадир ханим йәнә, пүтүн дунядики барлиқ мусулманлар вә шәрқий түркистанлиқларни дуа-тилавәткә чақирип, уйғурлар тартиватқан зулумниң асанлишишини тиләшни, шәрқий түркистанлиқларниң роза рамзанда иттипақлишип, тиләклирини бирликкә кәлтүрүшкә чақирди.