Сүрийиниң тремсе базиридики қәтлиам хәлқараниң җиддий инкасини қозғиди

Сүрийиниң хама шәһири әтрапидики тремсе базирида пәйшәнбә күни йүз бәргән қәтлиам хәлқара җәмийәтниң җиддий инкасини қозғиди. Бу кишиләрдә “мәзкур вәқә хәлқара җәмийәтниң позитсийини өзгәртип, һәрбий арилишишиға түрткә боламду” дегән соални пәйда қилди.
Мухбиримиз әркин
2012.07.13

Сүрийә өктичилириниң илгири сүрүшичә, сүрийә армийиси вә һөкүмәтни қоллайдиған “саһабә” қораллиқ күчлири пәйшәнбә күни тремсе базирини танка, топ вә тикучарлар арқилиқ бомбардиман қилип, арқидин базардики аһалиләрни кәң көләмлик қәтлиамға тутқан. Өктичиләрниң “хама инқилабий рәһбәрлик кеңиши” намлиқ йәрлик оргини ройтерс ахбарат агентлиқиға мәлумат берип, қәтлиамда 220 дин артуқ адәм өлгәнликини билдүргән.

Б д т вә әрәб иттипақи алаһидә вәкили кофи аннан җүмә күни тремседа йүз бәргән қәтлиамға инкас қайтуруп, бу вәқәдин “қаттиқ чөчүгәнлики” ни билдүргән. У сүрийә һөкүмитини тәнқидләп, униң еғир қоралларни аһалиләр топлишип олтурақлашқан районлардин елип чиқип кетишни өз ичигә алған 6 маддилиқ тинчлиқ пиланиға хилаплиқ қилғанлиқини илгири сүргән.

Б д т хәвпсизлик кеңиши түнүгүн сүрийә һәққидики икки лайиһини музакирә қилған иди. 1‏-Лайиһини әнглийә оттуриға қойған болуп, башир әсәдкә 10 күнлүк муддәт бериш, мушу муддәт ичидә зораванлиқни тохтатмиса, б д т низамнамисиниң7 ‏- маддисини һәрикәткә кәлтүрүш тәләп қилинған. 7‏-Мадда һәрбий ембаргони өз ичигә алиду.

2‏- Лайиһә русийиниң болуп, бирақ русийә б д т ниң көзәткүчилик вәзиписини йәнә 3 ай узартишни оттуриға қойған болсиму, бирақ русийиниң лайиһисидә 7- мадда тилға елинмиған. Русийә әнглийиниң лайиһисигә қарши чиқип, униңға рәт авази беридиғанлиқини агаһландурған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.