Сүрийидә һакимийәт йүргүзүватқан баас партийисиниң 200 дәк әзаси коллектип истепа бәрди
2011.04.28
Б б с ниң хәвәр қилишичә, бу әзаларниң истепа беришигә сүрийидә мәйданға кәлгән демократик намайишларда һазирғичә 450 дин артуқ кишиниң җан бәргәнлики асас сәвәб болған.
Түнүгүн сүрийә һөкүмити сүрийиниң җәнубидики дәра шәһиридә вәзийәтни контрол қилиш үчүн районға танкиларни йоллиған. Шәһәрдин оқ авазлири кәлгәнлики мәлум болған иди.
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш секретари бан кимун сүрийә һөкүмитиниң намайишчиларни танка вә оқ ишлитип бастуруш һәрикитини әйиблиди. Әмма б д т хәвпсизлик кеңиши чаршәнбә күни сүрийә мәсилиси һәққидә чақирған йиғинда сүрийә һөкүмитигә қарши елан қилинидиған ортақ баяннамә һәққидә пикир бирлики һасил қилалмиған.
Франсийә, әнглийә, германийә вә португалийә тәрипидин тәйярланған қарар лайиһиси кеңәштики 15 әза дөләтниң ичидики бәзилириниң қаршилиқиға учриған.
Явропа бирлики дөләтлири вә америка лайиһини қоллиған болсиму, әмма русийә, хитай қатарлиқ дөләтләр сүрийиниң мәсилисини сөһбәт йоли арқилиқ өзи һәл қилиши керәкликини, ташқи күчләрниң буниңға арилишишиниң район вәзийитигә пайдисизлиқини илгири сүрүп лайиһигә қарши чиққан.
Җүмә күни б д т инсан һәқлири комитети президент бәшар әсадни өктичи гуруппиларни бастурушни дәрһал тохтитишқа чақиридиған бир қарар лайиһисини авазға қойиду.