Лопнур көли әтрапида зор көләмлик никел записи тепилди
2012.11.02
Хитай хәвәрлиридин мәлум болушичә, бу қетим тепилған химийиви елементлар записи 1996-йилидин буян лопнур көли районида ечилишқа башлиған туз записидин кейин ечиш бәлгиләнгән көлими зор болған рәңлик метал записи болуп, уйғур аптоном районлуқ кан идариси районда 12 җайда кан ечилидиғанлиқини билдүргән.
Хитайниң йеқинқи 30 йиллиқ тәрәққиятида уйғур ели хитайниң муһим енергийә вә хамәшя мәнбәси қилинған болуп, райондики йәр асти, йәр үсти байлиқлириниң түркүм-түркүмләп хитай өлкилиригә йөткилиши һәм уйғур елидики енергийә байлиқлирини ечиш үчүн районға йәрлишиватқан хитай ширкәтлири вә улар билән бирликтә барғанчә зорийиватқан хитай көчмәнлири, бу байлиқлардин пайдилиништин мәһрум қалдурулған бу земинниң әсли игилири уйғурларниң наразилиқини күчәйтип, районда бир қатар қаршилиқ һәрикәтлириниң йүз беришигә сәвәб болуватқанлиқи, уйғур вәзийитини йеқиндин көзитип келиватқан хәлқара ахбарат васитилириниң диққитини қозғаватқан мәсилиләрниң биригә айланмақта.