Хитай әмәлдари уйғур елидә бастуруш даирисини кеңәйтиш һәққидә шәпә бәрди
2012.10.24
Бу һәқтики сөзләрни хитай мәркизи комитети сиясий бюроси әзаси җов йүнкаң 24-өктәбир бейҗиңда чақирилған бир йиғинда оттуриға қойған.
Җов йүнкаң җәмийәт муқимлиқини капаләткә игә қилиш үчүн кишиләрниң турмуш сәвийисини өстүрүш керәклики һәққидә тохталған болсиму, әмма буниму “үч хил күчләр” гә зәрбә беришкә ишлитиш лазимлиқини тәкитлигән.
“хәлқ” ториниң нәқил қилишичә, җов йүнкаң турмуш сәвийиси һәққидә тохтилип мундақ дегән: террорлуқ, миллий бөлгүчилик вә диний әсәбийлик қатарлиқ “уч хил күчләр” ни йилтизидин қомуруп ташлаш үчүн, бул хил хизмәтләрдә йеза-қишлақ вә кәнт-мәһәллиләр алдинқи орунға қоюлуши керәк.
Җовниң бу сөзлири уйғур елидә муқимлиқ намидики бастуруш салмиқи йәнә ашурулған, уйғурларниң хитай һакимийитигә қаршилиқ көрситиш һәрикәтлириму бирқәдәр көпәйгән мәзгилгә тоғра кәлди.