Уйғур районлуқ хәлқ қурултийи сот вә тәптиш органлириниң йеңи вәзипә тәқсиматида йәнә уйғурларни чәткә қақти
2011.09.30
Тәңритағ ториниң бүгүнки бу һәқтики хәвиридә билдүрүшичә, йеңидин вәзипигә тәйинләнгән сот вә тәптиш мәһкимә башлиқи, баш сотчи, тәптиш сот коллигийә башлиқлириниң сани җәмий 30 нәпәр болуп, буниң пәқәт 9 нәпирила уйғурлардин бекитилгән.
Уйғур көзәткүчиләрниң қаришичә, бу уйғурларға берилгән аптономийә һоқуқиниң сахтилиқиниң йәнә бир нөвәт ялиңач һалда ашкарилинишидур. Аптономийә қануни бойичә, уйғурларниң қанун органлирида вәзпиә өтәш нисбити аз дегәндә нопустики нисбитигә тәң келиши керәк.
Районлуқ партком өткән айда һәр дәриҗилик партком секретарлирини тәңшәш елип барған, униңдиму йеңидин вәзипигә тәйинләнгән 60 партком секритариниң пәқәт икки нәпирила уйғур иди.
Йеңи тәйинләнгәнләр арисида уйғурларниң саниниң аз болушидин башқа, хитай копартийисиниң тәшкилат бөлүми тәрипидин талланғанлиқи нәзәрдә тутулса, райондики қанун органлирида уйғурларниң мәнпәәтиниң асасән вакаләтсиз қалғанлиқини көрүлмәктә.
Хәлқ қурултийиниң мәзкур тәйиннамиси, қурултайниң 29-синтәбирдики йиғинида тәсиқланған.