Қазақистан яшлири уйғур өсмүрни қутулдуруш үчүн һәрикәт қилмақта

Қазақистан уйғур яшлири әзиз һашироф исимлик бөрәк кесилигә гириптар болуп, бөрикини алмаштуруш лазим болған уйғур өмүрни қутулдуруш үчүн ианә топлашқа тиришмақта.
Мухбиримиз үмидвар
2012.10.28
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Қазақистан уйғур яшлириниң “үмид” намлиқ тәшкилатиниң актип һәрикәт қилиши вә қазақистан җумһурийәтлик уйғур миллий мәдәнийәт мәркизиниң һәмкарлишиши  нәтиҗисидә 10-ноябир күни алмута шәһиридә мәхсус хәйрхаһлиқ консерти өткүзүлидиған болуп, консерттин чүшкән пулларниң һәммиси кесәл өсмүр әзиз һаширофниң бөрикини алмаштуруп һаятини сақлап қелишқа ишлитилидикән.

Қазақистан яшлириниң мәхсус тор бетидики учурдин мәлум болушичә, бу консертқа қазақистанда тонулған уйғур нахшичилиридин зулпиқар зайитоф қатарлиқ чолпанлар һәм “аманнисахан” вә “нава” қатарлиқ усул гуруппилириниң артислири қатнишип оюн қойидикән.

Нөвәттә, қазақистан уйғур яшлири җәмийити “үмид” уйғур өсмүрни қутулдуруш үчүн ианә йиғиштәк хәйрхаһлиқ ишлирини актип давамлаштурмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.